Илдико белләр-ханниң уйғур тәтқиқатиға беғишланған йеңи китаби-“келиштүрмә кимлик” йеқинда германийәдә йоруқ көргән

Мухбиримиз қутлан
2017.02.12

Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, чәтәлләрдә уйғурларниң тарих, мәдәнийәт, җәмийәт вә етнографик әһваллириға беғишланған илмий тәтқиқат нәтиҗилири күнсайин көпәймәктә.

Тәтқиқатчи илдико белләр-ханниң йеқинда германийәдә йоруқ көргән йеңи китаби-“келиштүрмә кимлик” дәл шуниң җүмлисидиндур.

“уйғур җәмийитидә 1990-йиллардики иш, етиқад, җинс вә әнәәниниң йөткилиши” дәп қошумчә мавзу қоюлған бу зор илмий әмгәктә уйғур дияри билән қазақистандики уйғур җамаитиниң 1990-йиллардики иҗтимаий мәдәнийити вә әқидә өзгиришлири параллел һаләттә йорутулған.

10 Бабтин тәшкил тапқан бу илмий әмгәк германийәниң халле шәһиригә җайлашқан макс-планк иҗтимаий инсаншунаслиқ иниститути явро-асия инсаншунаслиқи тәтқиқатиниң 31-томи сүпитидә нәшир қилинған.

Доктор илдико белләр-хан копенхаген университетиниң дотсенти болуп, 1990-йиллардин буян униң уйғур тәтқиқатиға беғишланған бирқанчә парчә китаби билән нәччә онлиған илмий мақалилири оқурмәнләр билән йүз көрүшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.