Америка дөләт ишлар министири җон керри ирақни зиярәт қилди
Америка президенти барак обама билән оттура шәрқтики мәмликәтләрдә зиярәттә болуватқан америка дөләт ишлири министири җон керри 24 - март күни туюқсиз ирақни зиярәт қилған.
Америка авази керриниң бу сәпирини илгиридин елан қилинмиған зиярәт дәп атиған болуп, керри ирақ рәһбири нури малики билән ирақниң бихәтәрлики һәм қошна сүрийидики уруш вәзийити вә башқа мәсилиләрдә пикир алмаштурған. Керриниң мәқсити ирақниң сүрийә мәсилисидики ролини җари қилдуруш һәмдә ирақ земинниң ирандин сүрийигә әвәтилидиған қорал - ярақлар басқан айропиланларниң учуш йоли болушини тохтитиш һәм башқилар икән.
Буниңдин илгири керри президент обама билән бирликтә исраилийә, пәләстин вә иорданийә қатарлиқ мәмликәтләрни зиярәт қилған иди.