Хәтәр астидики милләтләр тәшкилати: хитайниң кишилик һоқуқ бузғунчилиқи униң хәлқара образиға дәхли йәткүзүватиду
2013.07.17
Германийә хәтәр астидики милләтләр тәшкилати, хитайниң һәр хил васитиләр арқилиқ өзиниң хәлқара образини тикләшкә тиришип кәлгән болсиму, бирақ униң тибәт, уйғур вә моңғулларға қилған кишилик һоқуқ бузғунчилиқи хәлқара образиға дәхли йәткүзүп келиватқанлиқини билдүрди.
Мәзкур тәшкилатниң асия ишлириға мәсул хадими улрух делиус радиомизға мундақ деди: хитай һөкүмити сахта учур тарқитиш, сахта көрүнүшләрни ясап чиқиш қатарлиқ һәр хил васитиләрни қоллинип, тибәт, шәрқий түркистанда йүз бәргән мәсилиләрни йошуруп вә гүзәлләштүрүп көрситип кәлгән болсиму, бирақ бу һечқандақ үнүм бәрмиди. Шуниң билән биргә, улар өзиниң һәр қайси әлләрдики образини тикләш үчүн, германийә қатарлиқ әлләрдә куңзи иниститутлирини қурди. Бу арқилиқ хитайниң өтмүштики иҗабий тәрәплири арқилиқ хитайда бүгүн йүз бериватқан мәсилиләрни йошурмақчи болди. Бирақ бу, хитайда йүз бериватқан сәлбий һадисиләрни йошуруп қалалмайду.
Хәтәр астидики милләтләр тәшкилати йеқинқи йиллардин буян уйғур, тибәт вә моңғулларниң мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп кәлгән. Улрих делиус илгири көп қетим баянат елан қилип, хитайниң уйғур сияситини тәнқид қилған. Хитай һөкүмитини агаһландуруп, униң сиясити уйғурларниң кәң көләмлик қаршилиқиға учрайдиғанлиқини билдүргән иди.