Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати б д т ға әза дөләтләрни хитайға бесим қилишқа чақирди
2024.07.05
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 4-июл күни өз тор бетидә баянат берип, б д т ға әза дөләтләрни б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида өзини ақлиған вә б д т оттуриға қойған муһим тәклипләрни қобул қилмиған хитайға бесим қилишқа чақирған.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң һәр қайси дөләтләрниң кишилик һоқуқ әһвалини қәрәллик тәкшүрүш хизмити 7-айниң 4-күни хуласиләнгән болуп, кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида хитай һөкүмити уйғур райони, тибәт вә башқа җайлардики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә даир көплигән испатларға җаваб беришкә йәнә мәҗбур болған.
2022-Йили 8-айда бирләшкән дөләтләр тәшкилати уйғур райониниң кишилик һоқуқ әһвали тоғрисидики нопузлуқ доклатини елан қилип, “хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ мусулманларға йүргүзүватқан дәпсәндичилик қилмишлири инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән болуши мумкин” дегән һөкмини җакарлиғанда, хитай буни рәт қилғаниди. Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң бу қетимқи йиғинидиму хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәзийити, болупму уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити тәнқидкә учриғанда, хитай буниму рәт қилип, өзиниң кишилик һоқуқ хатирисини ақлиған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бәргән баянатта билдүрүлүшичә, хитайниң һәр қетим инсанийәткә қарши өткүзгән җинайәтлирини қәстән рәт қилиши әҗәблинәрлик болмисиму, әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләр буниңға қаттиқ диққәт қилиши вә хитайға давамлиқ бесим қилиши керәк икән.
Баянатта дейилишичә, хитай бир қисим дөләтләр оттуриға қойған кишилик һоқуқ қоғдиғучилиридин өч елишни тохтитиш һәққидики тәклипниму рәт қилған; әмма хитайни тәнқидлимигән, хитайға биваситә қаритилмиған универсал тәклипләрни, мәсилән, “аз санлиқ милләт вә етиқадчи амминиң һоқуқиға капаләтлик қилиш” дегәндәк тәклипләрни қобул қилған. Шундақ қилип, хитай һөкүмити б д т оттуриға қойған 400 дин артуқ ислаһат тәклипиниң 70 пирсәнтигә йеқинини, йәни өз мәнпәәтигә мас келидиғанлирини қобул қилған.
Баянатта мундақ дейилгән: “һәр қайси дөләтләр ортақ тиришчанлиқ көрситип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 50 нәччә мутәхәссиси вә дунядики йүзлигән кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәклипини хитайға тәңләп, хитай һөкүмитидин кишилики һоқуқ дәпсәндичилики қилмишини етирап қилишни, җүмлидин кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида бу һәқтә мәхсус музакирә елип беришни, хитайда еғир болған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қайта тәкшүрүп доклат қилишни тәләп қилиши керәк”.
Баянатта йәнә һәққанийәтни яқлайдиған һәр қандақ дөләтниң хитайға қарши гәп қилип, һәр қандақ дөләтниң хәлқара қанундин үстүн турмайдиғанлиқини билдүрүши керәклики тәкитләнгән.