Хитай һөкүмити уйғур илидә 56 күнлүк “террорчилар”ни из қоғлаш һәрикити ахирилашқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2015.11.16

Хитай һөкүмити 14‏-ноябир  уйғур илидә бир террорлуқ вәқәсигә четишлиқ һуҗумчиларни 56 күн давам қилған из қоғлаш һәрикити ғәлибилик ахирилашқанлиқини елан қилди.

Хитай җ х министирлиқиниң ахбаратида, һуҗумчиларниң конкрет қайси террорлуқ вәқәсигә четишлиқ икәнликигә ениқ чүшәнчә бәрмигән. Әмма хитай вә чәтәл ахбарати уларниң бай наһийәсидики соған көмүр кениға һуҗум қилған һуҗумчилар икәнликини илгири сүрди.

Бу йил 18‏-ноябир йүз бәргән вәқәдә һуҗумчилар аз дегәндә 50 тәк хитай кан ишчисини өлтүргән. Даириләр һуҗумчиларни кәң көләмлик тутуш һәрикити башлиған.
Хитай җ х министирлиқиниң ахбарати шу күни парижда йүз бәргән террорлуқ һуҗумдин бир қанчә саәт кейинла елан қилинған. Париждики террорлуқ һуҗумда аз дегәндә 129 киши өлгән.

Хитай җ х министирлиқи 14‏-ноябир тарқатқан ахбаратида, париж террорлуқ һуҗуми билән уйғур илидики һуҗумни өз ‏-ара бағлап, “13 ‏-ноябир қара җүмә күни париж тарихтики әң еғир террорлуқ һуҗумға учрап, нәччә йүз адәм чиқимдар болди. Йәр шариниң башқа бир тәрипидә шинҗаңдики хитай сақчилири 56 күнлүк из қоғлаш арқилиқ ахири зор ғәлибигә еришти” дегән.

Бирақ даириләр ахбаратида, өлтүрүлгән һуҗумчиларниң сани, кимлики, әгәр улар “соған вәқәси”гә четишлиқ һуҗумчилар болса, улар биллә елип маңған балилар‏ вә аялларниң әһвали һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.