Хитай даирилири корла шәһиригә сүний әқил тәҗрибиханиси қурған

Мухбиримиз җүмә
2018.02.03

Хитайниң уйғур елидә көләмләштүргән компютер арқилиқ тәқиб қилиш вә чирай тонуш техникиси хәлқара ахбаратларда ғолғила қозғиған бир мәзгилдә хитай даирилири корла шәһиригә сүний әқил әмәлий технологийиси тәҗрибиханисини рәсмий қуруғанлиқини ашкарилиди. “сина” ниң “хитай хәвәрләр тори” дин нәқил елип хәвәр қилишичә, тәҗрибихана корла шәһиридики иқтисадий тәрәққият райониға ясалған.

Хәвәргә қариғанда мәзкур тәҗрибихана хитай компартийиси 19-қурултийиниң “тинч хитай қуруш, җәмийәтни идарә қилишини күчәйтиш, җәмийәт муқимлиқи вә инақлиқни қоғдаш вә дөләтниң узун мәзгиллик әминлики капаләткә игә қилиш көрсәтмиси” гә аваз қошуш үчүн қурулған. 

Хәвәргә қариғанда, йеқинда хитай дөләт ишлар мәһкимиси “йеңи дәвридики сүний әқил тәрәққият пилани” намлиқ бир һөҗҗәт тарқатқан.

Корла даирилири хитай һөкүмити юқирида тарқатқан һөҗҗәткә маслашқан һалда корла шәһиридә қурулған тәҗрибихана арқилиқ аталмиш “бир гәвдиләшкән уруш қоманданлиқ суписи” ниң сүрәтлик пәрқләндүрүш вә сүний әқил билән чарлап башқуруш ролини толуқ җари қилдуруш мәқситигә йәтмәкчи болған. 

Тәҗрибиханини корла иқтисадий тәрәққият районини башқуруш һәйити, чуңчиң пәнләр академийәсигә қарашлиқ пән техника тәрәққият ширкити, хитай пәнләр академийәси чуңчиң йешил сүний әқил технологийиси тәтқиқат орни қатарлиқлар билишип қурған.

Илгири ғәрб мәтбуатлирида елан қилған хәвәрләрдә хитай хәвпсизлик даирилириниң уйғур елини сүний әқил билән чирай пәрқләндүрүш тәҗрибиханисиға айландурғанлиқи көрситилгән. 

Әнглийәдин чиқидиған “муһапизәтчи” гезити бу һәқтики бир хәвиридә уйғур елигә орнитилған көзитиш аппаратлириниң көзитиш обйекти хизмәт орни вә өз өйидин 300 метир йирақлиған һаман мунасивәтлик органларға агаһландуруш йәткүзидиғанлиқини хәвәр қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.