Икки корийә қошунлири бир - биригә оқ чиқарди
2014.10.19
19 - Өктәбир күни шималий вә җәнубий корийә арисидики чегра нуқтисида икки тәрәп қошунлири арисида қисқа етишиш йүз бәргән болуп, 10 нәпәр шималий корийә әскири икки корийә арисидики ғәйри һәрбий нуқтидики һәрбий чегра линийисигә йеқинлашқан. Җәнубий корийә тәрәп агаһландурған болсиму, әмма улар аңлимиған,нәтиҗидә җәнубий корийә әскәрлири оқ чиқирип агаһландурған.
Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, ақивәттә икки тәрәп арисида 10 минут оққа тутуш елип берилған. Етишиш тохтиғандин кейин шимали корийә әскәрлири чекинип кәткән. Әмма бу қетимлиқ оқ чиқиришта икки тәрәптин адәм өлүш вә яки ярилиниш көрүлмигән.
10 - Айниң 10 - күни икки тәрәп арисида бир қетим етишиш йүз бәргән болуп, шималий корийә тәрәп җәнубий корийә тәрәпкә тәшвиқат варақлирини тарқитиш билән шуғулланған иди.
Нөвәттә, шималий корийә рәһбири ким җуңюнниң җәнубий корийәгә қарита һәрбий тәһдит селишни давамлаштуриватқанлиқи, икки тәрәп мунасивәтлириниң юмшиши, яки корийә хәлқиниң бирликкә келишидә илгириләш көрүлмәйватқанлиқи билдүрүлмәктә,