Хитай өткән йили уйғур йеза әмгәк күчлиригә қарита 650 миң адәм қетим “кәспий тәрбийә‏” елип барған

Мухбиримиз әркин
2020.01.20

Хитай даирилири 2019‏-йили уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини тәрбийәләшни давамлиқ күчәйтип, уларға қарита 650 миң адәм қетим аталмиш “кәспий маһарәт тәрбийәси” елип барған.

“шинҗаң гезити” ниң 20‏-январдики хәвиридә ашкарилишичә, буниң ичидә аталмиш кинишкалиқ намрат аилиләрниң әмгәк күчлиригә қарита елип берилған “кәспий маһарәт тәрбийәси” 240 миң 140 адәм қетим болуп, пиландикидин 258 % артуқ орундалған. Лекин хәвәрдә “кәспий маһарәт тәрбийәси” елип берилған мәзкур йеза ешинча әмгәк күчлириниң қайси җайлардики карханиларға йөткәлгәнлики тилға елинмиған.

Хитай һөкүмити уйғурларға “кәспий маһарәт тәрбийәси” елип берип, ишқа орунлаштуруватқанлиқини қәйт қилсиму, лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлири уларниң азрақ иш һәққи билән хитай завутлирида мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқини илгири сүрмәктә. Йеқинда елан қилинған бәзи хәвәрләрдә “уйғур ишләмчилири” мәсилисиниң хитайда бир хил тиҗарәт кәспигә айланғанлиқи, бәзи хитай әмгәк мулазимәт ширкәтлириниң “уйғур ишләмчилири” ни торда ашкара базарға селиватқанлиқи тәкитләнгән.

Уйғур аптоном районлуқ адәм байлиқи вә иҗтимаий параванлиқ назаритиниң билдүрүшичә, мәзкур программа 2020‏-йили давамлиқ кеңәйтилидикән. “тәңритағ тори” ниң өткән һәптә ашкарилишичә, уйғур аптоном районлуқ адәм байлиқи вә иҗтимаий параванлиқ назарити мәзкур программиға бу йил 680 милйон йүән мәбләғ аҗритидиғанлиқини билдүргән. Даириләр бу йиллиқ “тәрбийәләш” ниң нуқтилиқ карханилардики ишчи-хизмәтчиләр ишқа орунлаштурулидиған “нишанлиқ топ”, кинишкалиқ намрат шәһәр-йеза әмгәк күчлиригә қаритилидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.