Хитай “куңзи институти” арқилиқ қирғизистанда хитай тили вә мәдәнийитини омумлаштурмақта
2023.09.21
Хитай һөкүмитиниң қирғизистанда “бир бәлбағ бир йол қурулуши” ниң 10 йиллиқини тәбрикләш вә икки дөләт оттурисидики түрлүк һәмкарлиқни күчәйтиш мәқситидә “куңзи институти” ни кеңәйтиватқанлиқи мәлум.
“тәңритағ тори” ниң хитайчә хәвәрлиридин мәлум болушичә, бишкәк дөләтлик университетида 2008-йили тунҗи куңзи институти қурулғандин буян һазирғичә куңзи дәрсханисидин тоққузи вә 10 оқутуш орни ечилған. Шуниңдәк бу җайларда 4000 дин артуқ оқуғучи хитай тили вә мәдәнийити бойичә тәрбийәләнмәктикән.
Хәвәрдә мундақ дейилгән: “2008-йили қирғизистандики бишкәк дөләтлик университетида тунҗи куңзи институти қурулғандин буян 500 дин артуқ йиғин, лексийә, фестивал, тиятир, рәсим көргәзмиси вә мусабиқә қатарлиқлар арқилиқ заманиви хитай мәдәнийити тәшвиқ қилинди вә омумлаштурулди”.
Хәвәрдә йәнә, хитайниң тәрәққият мувәппәқийәтлирини көргән қирғиз оқуғучиларда хитайчә өгиниш қизғинлиқи көтүрүлгәнлики, хитайчә өгинидиғанларниң интайин көплүки, дәрсханида йәрлик оқуғучиларниң хитайниң әнәниви рәсим сизиш вә қәғәз кесиш сәнитини өгәнгәнлики қатарлиқлар баян қилинған.
Йеқинқи йиллардин буян америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиридә хитайниң куңзи институтлири хитай компартийәсиниң тәшвиқат вә тәсир көрситиш һәрикитиниң бир парчиси, дәп қарилип тақилишқа йүзлиниватқанлиқи мәлум. Дөләтлик тәтқиқатчилар бирләшмиси (National Association of Scholars) елан қилған доклаттин қариғанда, америка ташқи ишлар министирлиқи 2019-йили куңзи институтлирини хитай һөкүмитиниң башқурушидики орган, дәп бекиткәндин буян, америкида илгири бар болған 118 куңзи институтиниң йүздин артуқи 2022-йили майғичә тақилип болған икән.