Хитай хотәндики қурумқаш шәһирини районниң әң чоң күнтахта енергийә базисиға айланмақта

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.09

Хитай дөләт кабинети тәрипидин 2016-йили 2-айда “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” гә қарашлиқ рәсмий шәһәр қилип қуруш чиқиш қарар қилинған хотәндики қурумқаш шәһири, нөвәттә хитайниң райондики муһим күнтахта енергийә базисиға айланған.

Биңтүәнгә қарашлиқ бу шәһәрниң қурулуши, хитайниң 2017-йили 2-айда уйғур вә райондики башқа түрки милләтләрни кәң көләмлик тутқун қилип, лагер вә түрмиләргә қамилиштин нәқ бир йил аввал тәстиқланған. Әйни вақитта уйғур нопуси мутләқ көп санлиқтики хотән, чоң тутқунниң әң қаттиқ зиянкәшликигә учриған вилайәткә айлинип, уйғурларниң 2017-2018-йиллиридики туғулуш нисбити қорқунчлуқ дәриҗидә азайип кәткәниди. Хитай таратқулириниң қәйт қилишичә, биңтүән 14-дивизийәсигә қарашлиқ қурумқаш шәһири кәң кәткән күнтахта мәйданлири билән қапланмақта икән.

“хитай хәвәрлири” ториниң 6-сентәбир бәргән бу һәқтики рәсимлик хәвиридә, “бүйүк таң қурумқаш пакиз енергийә чәклик ширкити” ниң өзила қурумқаш шәһридә бир милйон киловатлиқ күнтахта електир енергийә қурулуш түрини қуруп чиққанлиқини билдүргән. Хитай таратқулириниң қәйт қилишичә, нөвәттә қурумшан шәһиригә келип орунлашқан хитай күнтахта енергийә ширкәтлири, хитайниң баҗ кәчүрүм қилиш қатарлиқ сиясәтлиридин кәң бәһримән болмақта икән.

Бу җайдики “қурумқаш күнтахта електир тарқитиш чәклик ширкити” мәсуллириниң илгири “тәңри тағ тори” ға ейтқан сөзлиридин қариғанда, бу ширкәтләр күнтахта базиси қурушта мәбләғниң қайтип келиш сүрити аста болуштәк бесимға дуч кәлсиму, әмма һөкүмәтниң баҗ сиясити уларға ярдәм қолини созған. Нөвәттә, америка билән явропа иттипақи хитайниң йешил енергийә ешинча мәһсулатлири дуня базириға бузғунчилиқ қилмақта, дәп агаһландуруватқан болсиму, лекин хитайниң уйғур елидә, болупму хотәндә йешил енергийә материяллири ишләпчиқиришиға техиму көп мәбләғ селиватқанлиқи мәлум болмақта. Хитай һөкүмити техи йеқиндила хотәнниң қарар қурум районидики асия бойичә әң чоң бир мис-зинк каниниң ечиш һоқуқини сатқан. Хитайниң қурумқашта кәң көләмлик күнтахта електир енергийә базиси қурушиму униң йешил енергийә материяллири ишләпчиқиришини ток билән тәминләшкә мунасивәтлик, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.