“вол стерет журнили”: “хитайниң шинҗаңдики мусулманларни контрол қилиш һәрикитидә өзгириш болған”

Мухбиримиз әркин
2020.02.07

“вол стерет журнили” гезити 6‏-феврал уйғурлар һәққидә чоң һәҗимлик хәвәр елан қилип, хитайниң уйғур районидики мусулманларни контрол қилиш һәрикитидә өзгириш болғанлиқини билдүргән. “хаталиқни иқрар қилиш, пушман болуш: хитай шинҗаңдики мусулманларни контрол қилиш һәркитини өзгәрткән” мавзулуқ мәзкур хәвәрни бу гезитниң йеқинда қәшқәр билән хотәнни зиярәт қилған икки мухбири йоллиған.

Хәвәрдә қәйт қилинишичә, йеқиндин бери мәзкур райондики аталмиш бәзи “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” бошитилип тақалған болсиму, лекин бу орунлардики бир қисим тутқунлар қамаққа, бир қисми завут карханиларға йөткәлгән. Хәвәрдә, “қәшқәр шәһәрлик кәспий тәрбийәләш мәркизи” ниң тақалғанлиқи, лекин униң җәнубиға җайлашқан аптомобилда бир саәттә барғили болидиған җайдики қайта-тәрбийәләш лагериниң түрмигә өзгәртилгәнликии билдүрүлгән. 

Хәвәрдә баян қилинишичә, икки йил аввал йәрлик аһалиләр бу орунниң бир мәктәп икәнликини илгири сүргән болуп, бу қетим бир аманлиқ хадими мухбирларниң йолини тосуп, бу орунниң түрмә икәнликини билдүргән. Хәвәрдә, бу икки лагерниң көрүниши һөкүмәтниң шинҗаңдики һәрикитидә өзгириш боливатқанлиқини көрситидиғанлиқи тәкитләнгән. “вол стерет журнили” гезити мухбирлириниң билдүрүшичә, улар хәлқараниң диққити вә америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң бесимида бәзи аманлиқ тәдбирлириниң бикар қилинғанлиқи, әмма һалқилиқ аманлиқ тәдбирлириниң йәнила мәвҗут икәнликини билдүргән. 

Хәвәрдә йәнә мәзкур гезитниң мухбирлириниң зиярәт җәрянида хитай даирлириниң бу районни контрол қилишта йәнә бир хил тактикини йолға қоюватқанлиқи, униң ичкири өлкиләрдики хитай пуқралирини бу районда олтурақлишип, униң тәбий байлиқини ечишқа, мәдәнийәт ассимилятсийәсини алға сүрүшкә риғбәтләндүриватқанлиқи тәктиләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.