Лагерлар вә тутқунларға даир техиму көп учурлар ашкара болмақта

Мухбиримиз әзиз
2020.03.25

Пүтүн дуняни таҗсиман вирусниң вәһимиси қаплап кәткәндә кишиләрниң ядидин чиқип қеливатқан уйғур дияридики лагерларға даир бир қисим йеңи учурлар мәлум болуп, кишиләрни бу мәсилигә сәл қаримаслиққа үндимәктә.

“зимистан” журнилиниң 24-марттики санида елан қилинған чаң шин имзасидики мақалида ейтилишичә, улар йеқинда мәхпий йоллар арқилиқ әвәтилгән қәшқәрдики лагерларға даир бир қисим сүрәтләрни тапшурувалған. Бу лагерларниң әтрапиға зич көзитиш аппаратлири вә қаравуллар орунлаштурулған болғачқа сүрәткә алғучи лагерларға бәкму йеқин баралмиған.

Мәлум болушичә, бу лагер сүрәтлириниң бир қисми 2019-йили йәкәндә тартилған болуп, йәкәндики йәрлик уйғурлар “йәкәндә аз дегәндиму бундақ җайдин 20 си бар” дегән. Шу җайдики навайларниң бири бу лагерларниң биригә һәр күни миң данә нан тошулидиғанлиқини ейтип бәргән. Шу җайдики шипахана алдида бир яшинип қалған уйғур у кишигә “мушу йәрдики дохтур икки йилниң алдида ашу мәктәпкә елип кетилди. У даим намаз үчүн мәсчиткә баратти” дегән.

Йәкәнлик йәнә бир киши “корладин бүгүргә баридиған йол бойидики үч түрмә өткән йилларда кеңәйтип қурулди. Уларниң биридә ятақ вә завут бар” дегән. Мәлум болушичә, бу түрмиләрниң һәр бир камериға 27 дин адәм қамалған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.