Мутәхәссисләр уйғур елидики лагер түзүми билән 5-июл үрүмчи қирғинчилиқи арисидики мунасивәтни мулаһизә қилмақта

Мухбиримиз ирадә
2019.07.12

Уйғур елидә нөвәттә йүргүзүлүватқан бу “сақчи дөлити системиси” вә шундақла лагер түзүминиң келип чиқиш сәвәблири вә униң тәрәққият җәряни һәққидә түрлүк мулаһизиләр оттуриға қоюлмақта. Булардин бири, юқиридики бу сиясәтләрниң 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл қирғинчилиқи” ниң биваситә нәтиҗиси икәнликидур. Австралийә дөләт хәвпсизлики университетиниң дотсенти майкил кларк 11-июл күни, дипломат журнилида елан қилған “2009-йили үрүмчидин қайта тәрбийә мәркәзлиригә созулған йол” намлиқ мақалисидә мана бу идийәни алға сүргән.

Майкил кларкниң баян қилишичә, “хитай компартийәси һакимийәткә кәлгәндин кейин, бир императорлуқни қандақ қилип таҗавузчидәк көрүнмәй туруп идарә қилғили болиду, дегән соалға дуч кәлгән, у хитай болмиған 12 милләткә миллий аптономийә һоқуқи беришни қарар қилған, қаримаққа худди бу миллий аптономийәләр хитай компартийәси күнлүки астида һоқуқта баравәр һалда, өзиниң миллий мәдәнийити, тили, дини һоқуқлириға һөрмәт қилинидиған вә қоғдилидиған болсиму бирақ әмәлийәттә, бу аптоном районлар наһайити чиң сиясий, иҗтимаий, мәдәнийәт контролиға учриған вә бу районларға түркүмләп хитай көчмән йөткәп апирилған. Җүмлидин уйғур елидә әһвал техиму шундақ болған”.

Апторниң баян қилишичә, юқириқидәк сиясәтләр түпәйли районда наразилиқ вәқәлири йүз бәргәндә хитай һөкүмити уни оңшашниң орниға, районни йәниму чиң сиясәтләр билән башқурған. Ахири, 2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәси партлиғандин кейин бу райондики уйғурлар вә хитайлар һәр икки тәрәп үчүн бурулуш нуқтиси болуп, хитай ахири бу районни тинчитиш үчүн уйғурларни мәдәнийәт, тил вә дин амиллирини суслаштуруш йолини таллиған. Нәтиҗидә, бу сиясәткә асасән районда бара-бара юқири техникилиқ назарәт системилириниң ярдими билән уйғурлар қаттиқ қамал астиға елинишқа, уларниң тили, дини вә мәдәнийити боғулуп, униң орниға хитай тили мәдәнийити вә тили тәшәббус қилинишқа вә ахирида зор көләмлик лагерлар барлиққа келип милйонларчә уйғур лагерларға қамилишқа башлиған.

Аптор хитай һөкүмитиниң районни тинчитиш үчүн тапқан сияситини “уйғур миллий кимликини хитай миллити, хитай мәдәнийити, компартийә вә хитайчә сотсиялизм билән зич бирләшкән қиливетиш” дәп баһалиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.