Хитай милйонлиған уйғурниң йиғивелиш лагерлирида тутуп турулуватқанлиқини инкар қилди

Мухбиримиз әркин
2018.08.13

Хитай 13‏-авғуст б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң йиғинида бир милйон уйғурниң йиғивелиш лагерлирида тутуп турулуватқанлиқини инкар қилди, лекин аталмиш “диний ашқунларниң аздурушиға учриған бәзи кишиләргә қайта-тәрбийә елип бериливатқанлиқи” ни илгири сүрди.

Дүшәнбә күни хитай компартийәси мәркизи бирликсәп бөлүминиң муавин башлиқи ху лйәнхе ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң уйғур аптоном районидики йиғивелиш лагерлириға даир соалларға җаваб бәргәндә лагерларниң мәвҗутлуқини пүтүнләй инкар қилған.

Б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитети 10‏-авғуст күнидики йиғинида хитайниң бир милйон уйғур вә башқа мусулманларни йиғивелиш лагериға қамап, 2 милйондәк кишини қайта-тәрбийәләш лагерлирида тутуп туруватқанлиқиға даир ишәнчлик дәлилләргә еришкәнликини билдүргән вә хитай вәкиллириниң буниңға җаваб беришини тәләп қилған иди. Йиғинда ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң муавин рәиси гай микдодогал хитайниң “диний ашқунлуққа қарши туруш, иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш намида уйғур аптоном районини йиғивелиш лагерлирини әслитидиған мәхпий лагерға айландурғанлиқиға даир нурғун хәвәрләрдин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи” ни тәкитлигән иди.

Ройтерс агентлиқиниң илгири сүрүшичә, ху лйәнхе уйғур аптоном районида барлиқ пуқраларниң һоқуқи тәң қоғдиливатқанлиқини илгири сүрүп, “бир милйон кишиниң қайта-тәрбийәләш мәркәзлиригә қамалғанлиқиға даир пикирләр тоғра әмәс. Диний етиқад әркинлики мәсилисидә шинҗаң пуқраларниң диний-етиқад әркинликини капаләткә игә қилип, нормал диний паалийәтләрни қоғдап кәлди. . . Диний ашқунлуқниң аздурушиға учриған кишиләргә болса қайта орунлаштуруш вә қайта тәрбийәләш арқилиқ ярдәм бериш лазим” дегән.

Йиғинда гай микдогал хитай вәкиллиригә соал қоюп, “аз санлиқ милләтләрниң һоқуқиға хилаплиқ қилмидуқ дейиш һечнемини испатлимайдиғанлиқи, өзлириниң әйибләшни инкар қилиштин көпрәк мәлуматларға еһтияҗлиқ” икәнликини тәкитлигән. У йәнә “мениң байқишимчә, силәр қайта-тәрбийәләш яки идийә өзгәртиш программисиниң елип берилмайватқанлиқини инкар қилмайватисиләр,” дегән.

Бу қетимқи йиғинниң алдида кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, д у қ, хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ 20 дәк хәлқара аммивий тәшкилат б д т ға доклат сунуп, йиғинда хитайниң уйғур аптоном районидики лагерлар мәсилисигә җаваб беришини тәләп қилған. “хитай кишилик һоқуқ һимайичилири” намлиқ тәшкилат б д т ға сунған доклатида лагерлардики уйғурларниң 3 милйонға йетидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.