“йәршари вақти” гезити б д т кишилик һоқуқ йиғинида лагерларни сүрүштүрүш тәләплирини тәнқид қилди

Мухбиримиз әркин
2018.11.05

Хитайниң “йәршари вақти” гезити 5‏-ноябир мақалә елан қилип, хәлқара җәмийәтниң б д т кишилик һоқуқ йиғинида уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини сорақ қилиш, лагерларни тақашни тәләп қилиш чақириқлирини тәнқид қилған.

Бу мақалә б д т ниң6‏-ноябир башлинидиған хитай кишилик һоқуқ хатирисини “қәрәллик көрүп чиқиш” йиғини һарписида елан қилинған.

Хәлқарадики нурғун тәшкилатлар вә таратқулар йиғинда әза дөләтләрниң хитайни җавабкарлиққа тартип, униң уйғур районидики бир милйондәк мусулман қамалған йиғивелиш лагерлирини тақишини тәләп қилған иди. Лекин мақалида “қайта-тәрбийәләш лагерлири” ақлинип, хитайниң б д т да сотланмайдиғанлиқи билдүрүлгән.

“б д т ниң йиғини хитай кишилик һоқуқ тәрәққиятини тонуштуруш үчүн пурсәт” сәрләвһилик мақалида, америка таратқулири “худди хитай б д т да шинҗаң уйғур аптоном районидики тәрбийәләш мәркәзлири сәвәблик җиддий сораққа тартилидиғандәк хәвәрләрни бериш” билән әйиблигән.

Мақалида илгири сүрүлүшичә, хитай һөкүмити уйғур районида тәрбийәләш мәркәзлирини қуруп, “ашқунлуқниң зиянкәшликигә учриғучиларға хитай тили, дөләт қануни вә һүнәр-сәнәт өгиниш пурсити яритип бәргән”.

Хитай даирилири б д т ниң йиғини һарписида йәнә йәрлик таратқулардики лагерларни ақлаш паалийити вә тәшвиқатини күчәйткән болуп, 3‏-ноябир күни аталмиш “шинҗаңниң ичи вә сиртидики 50 тәк мутәхәссис” ни тәшкилләп, хотән шәһири вә хотән наһийәсидики “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” ни зиярәт қилдурған.

“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, зиярәт өмикидики хитай иҗтимаий пәнләр академийәси дин тәтқиқат орниниң секретари җав венхоң: “кәспий техника тәрбийәләш арқилиқ қутқузуштәк бу хил йеңи усул кишилик һоқуққа әң яхши һөрмәт қилғанлиқ вә қоғдиғанлиқ” дегән.

Хитай һөкүмити бу орунларда “кәспий тәрбийә арқилиқ ашқунлуққа қарши туруватқанлиқи” ни илгири сүрсиму, лекин хәлқараниң бу орунларда тәкшүрүш елип бериш тәләплирини рәт қилип кәлди. Америкидики “хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири” тәшкилатиниң тәтқиқатчиси франшс евниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғур районида “етник тазилаш” елип бармақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.