Ма шиңруйниң уйғур дияридики көмүр кан ишләпчиқиришиға аит көрсәтмиси диққәт қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2022.01.05

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй 2022-йилидики тунҗи хизмәт күни болған 4-январда шәрқий җуңғар иқтисадий тәрәққият райониға берип “ши җинпиңниң шинҗаң хизмити һәққидики муһим сөзиниң роһини иҗра қилиш һәмдә көмүр-химийә санаитини пиланлиқ раваҗландуруш” һәққидә йолйоруқ бәргән.

Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 4-январдики хәвиридә ейтилишичә, ма шиңруй бу қетимқи хизмәт тәкшүрүшидә көмүр қезиш, көмүрни енергийәгә айландуруп ичкиригә йөткәш, шундақла “шинҗаңниң токини сиртқа йөткәш қурулуши” ни техиму зор дәриҗидә күчәйтиш һәққидә көрсәтмә бәргән.

Хәвәрдә ейтилишичә, шәрқий җуңғар көмүрлүки хитайдики төт чоң көмүр базисиниң бири болуп, хитай иқтисади үчүн бәкму муһим әһмийәткә игә икән. Һалбуки йиллардин буян уйғур дияридин қезиливатқан көмүрләрниң бирқисми биваситә ичкиригә тошуп кетилгән болса, йәнә зор бир қисми шу җайда көйдүрүлүп көмүр газиға айландурулғандин кейин ичкиригә йөткәп кетилгәниди. Бу хилдики ‍енергийә қезиш уйғур дияриниң муһитини еғир дәриҗидә булғап кәлгән болса, йәнә бир яқтин уйғур дияридики миңлиған онмиңлиған намрат уйғур деһқанлириниң қишлиқ иссиниш үчүн көмүр елишқа қурби йәтмәй зимистанда қийниливатқанлиқи йиллардин буян һәммигә мәлумлуқ пакитлардин болуп кәлгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.