Ма шиңрүй таҗикистан пирезиденти билән “кулма-қарасу” чегра еғизиниң қайта қурулушини музакирә қилған
2023.11.06
“түркий дөләтлири тәшкилати” ға әза әлләрниң башлиқлири өткән һәптә қазақистан пайтәхти астанада йиғин чақирип, түркий дөләтлири оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтишни музакирә қилған бир пәйттә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүйму 2-ноябир таҗикистанни зиярәт қилип, пирезидент имам әли рахман билән уйғур райони билән таҗикистанниң “һәр қайси саһәләрдики көп тәрәплимилик һәмкарлиқ мунасивитини техиму юқири пәллигә көтүрүшни давамлиқ алға сүрүш” һәққидә музакирә елип барған.
Таҗикистан таратқулириниң ашкарилишичә, уйғур райони билән таҗикистан арисидики “кулма-қарасу” чегра еғизиниң қайта қурулуши, ма шиңрүй билән имам әли рахман оттурисидики конкрет музакирә темилириниң бири болған.
Trend Хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, ма шиңрүй билән таҗикистан пирезиденти имам рахман арисидики сөһбәттә, бу чегра еғизиниң икки дөләтниң мал вә мәһсулат алмаштуруш тиранспортини қолайлаштурушта “һалқилиқ амил” икәнлики тәкитләнгән. Ма шиңрүйниң таҗикистанни “түркий дөләтлири тәшкилати” башлиқлириниң йиғини мәзгилидә зиярәт қилишниң тасадипий тоғра келип қалғанлиқи яки мәқсәтлик орунлаштуруш икәнлики һазирчә мәлум әмәс. Хитай таратқулириниң ейтишичә, ма шиңрүй таҗикистанға “шинҗаң вәкилләр өмики” ни башлап барған. Ма шиңрүй: “биз икки дөләт рәһбири һасил қилған муһим ортақ тонушни әстайидил әмәлийләштүрүп, ‛бир бәлбағ бир йол‚ тәшәббусини давамлиқ алға сүримиз һәм 2030-йилдин бурун таҗикистанниң дөләт тәрәққият истратегийәси билән бағлаштуримиз” дегән.
У йәнә мундақ дегән: “икки тәрәпниң һәмкарлиқ бошлуқини давамлиқ ачимиз, икки тәрәпниң чегра еғизи, қатнаш вә башқа әслиһәләрниң өзара бағлинишини илгири сүрүп, ишләпчиқириш вә сода-иқтисад җәһәттики һәмкарлиқни техиму кәң саһәләргә кеңәйтимиз. Маарип, сәһийә, мәдәнийәт, дост шәһәр қурулуши қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқ алақисини тезлитип, хитай-таҗикистан ортақ тәқдирдашлиқ гәвдиси бәрпа қилишқа техиму чоң төһпә қошимиз. ”
Мәлум болушичә, ғәрб дөләтлириниң уйғур районида ишләпчиқирилған мәһсулатларни чәклиши яки байқут қилишиға қарита хитай експорт нишанини “бир бәлбағ бир йол” дөләтлиригә қаратмақта икән.