Малайшияда қачақлар коллектип һалда көмүветилгән җайлар тепилди
2015.05.25
Малайшия даирилири бенгал қатарлиқ дөләтләрниң көчмәнлириниң җәсәтлири көмүлгән бир қанчә азгалларни тапқанлиқини билдүрди. Малайшия ички ишлар министири заһит хәмидиниң билдүрүшичә, улар өткән һәптә малайшия билән тайланд чегрисиға йеқин җайдики адәм әткәсчилири ишлитидиған бир йеза әтрапидин мәзкур җәсәтләр көмүлгән азгаллиқларни тапқан.
Ройтерсниң хәвәр қилишичә, зиянкәшликкә учриғучиларниң көпинчиси бенгаллиқлар вә тайландин қечип чиқип кәтмәкчи болған роһинга мусулманлири икән.
Малайшия даирилири илгири өз тәвәликидә қачақларниң җәсәтлири көмүлгән азгаллар барлиқи вә һәтта тутуп туруш лагери барлиқини инкар қилған иди.
Тайланд сақчи даирлириму йеқинда өз дөләт территорийисидә қачақларниң җәсәтлири көмүлгән җайларни байқиған.
Малайшиядин тепилған,мәзкур қачақларниң җәсәтлири көмүлгән азгаллиқлар һәққидә йәкшәнбә күни малайшия ички ишлар министири заһит хәмиди тунҗи қетим ашкарилиған болуп, у бу кишиләрниң адәм әткәсчиликиниң қурбанлири икәнликини ейтқан болсиму, әмма қанчилик җәсәт байқалғанлиқи һәққидә учур бәрмигән. Малайшия мәтбуатлири мундақ қәбридин 30 нәччиси тепилғанлиқи, у йәрләргә йүзлигән адәмләрниң көмүветилгәнликини язған.