Малайшия 150 тин артуқ уйғурни чеградин қанунсиз кириш билән әйибләп тутуп қалған

Мухбиримиз әркин
2014.10.03

Малайшия көчмәнлири даирилири пайтәхт куалалумпур шәһәр мәркизидики 2 олтурақ бинани қоршап, 155 нәпәр уйғур мусапирни тутқун қилған. Тутқун қилинғанларниң 42 нәпири әр, 37 нәпири аял вә 76 нәпири балилар икән.

Даириләр уйғур мусапирлирини малайшия чеграсидин қанунсиз кириш билән әйибләп тутқун қилған.

Тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, көчмәнләр даирилири йәнә уйғурларға четишлиқ аталмиш бир адәм әткәсчилик гуруһини қолға алған. Лекин хәвәрдә, мәзкур адәм әткәсчилик гуруһиниң йәрлик малайлар яки уйғурлар икәнлики тилға елинмиған.

Хитай һөкүмити2009‏-йили “5‏-июл вәқәси” дин башлап диний бастурушни күчәйткәндин кейин, нурғун уйғурлар хитайниң йүннән вә гуаңши өлкилири арқилиқ шәрқий-җәнубий асия әллиригә қечип чиқишқа башлиған. Малайшия бу уйғурларниң бихәтәр 3-бир дөләткә берип орунлишишидики муһим өткәл болуп қалған иди.

Нөвәттә, малайшия даирилириниң бу уйғурларни б д т мусапирлар мәһкимисигә тапшуруп беридиғанлиқи яки хитайға қайтуридиғанлиқи мәлум әмәс.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, хитай һөкүмитиниң сиясий, диний, мәдәнийәт тил вә башқа җәһәтләрдики нишанлиқ бастурушидин қачқан бу уйғурларни хитайға қайтуруп бериш хәтәрлик болуп, хитайға қайтурулса уларниң тән җазасиға учраш,, қамақ җазасиға һөкүм қилиниш вә из дерәксиз йоқап кетиш хәвпи мәвҗут.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.