Датуқ йәһя: “малайсия һазир уйғурларниң тәқдиридин әндишә қиливатиду!”

Мухбиримиз әзиз
2018.12.18

Йеқиндин буян уйғур дияридики зор тутқун вә сиясий бастурушларға қарита әң күчлүк наразилиқ садалириниң малайсиядинму чиқиватқанлиқи мәлум.

Малайсияниң муавин ташқи ишлар министири датуқ йәһяниң бу һәқтики баянатини буниңдики йәнә бир күчлүк мисал, дейишкә болидикән.

Малайсиядики чоң гезитләрдин болған “чолпан” гезитиниң 18-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, малайсия һөкүмити изчил һәрқандақ милләткә қаритилған һәрқандақ шәкилдики зулум вә бастурушни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрүп келиватқан болуп, муавин ташқи ишлар министири датуқ йәһя бу мәсилидә уйғурларни алаһидә мисал сүпитидә тилға алған. У бу һәқтә сөз қилип: “уйғурларниң бешиға келиватқан күлпәтләргә қарита малайсия һөкүмити өзиниң көзқаришини һәмдә тәвсийәлирини ипадилиди. Шундақла хитай һөкүмитини башқиларниң һәқ вә һоқуқлириға, болупму диний етиқадиға һөрмәт қилишқа чақирди” дегән.

Униң мәзкур гезиткә билдүрүшичә, бангладәш пайтәхти дакка шәһиридә ечилған “ислам һәмкарлиқи тәшкилатлири ташқи ишлар министирлири кеңиши” ниң 45-нөвәтлик йиғинида малайсия вә башқа әза дөләтләр кеңәш рәисидин ислам диниға етиқад қилидиған уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләрни хитай тәрәп билән болған сөһбәттә оттуриға қоюшни тәләп қилған.

Датуқ йәһя бу һәқтә қилған сөзиниң давамида “шу сәвәбтин һөкүмитимиз уйғурларниң әһвалини йеқиндин көзитип келиватиду. Шундақла бу райондики мәсилиләрни һәл қилишниң әң яхши чарилирини тепип чиқишқа күч чиқириду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.