Ма шиңруй қәшқәрдә йиғин ечип террорлуққа қарши турушни қәтий бошаштурмаслиқни тәкитлиди
2024.07.31
Хитай компартийәси йеқинда қәшқәрдә “компартийә 20 нөвәтлик қурултийи 3 омумий йиғининиң роһини чоңқур өгиниш, изчиллаштуруш вә җәнубий шинҗаңниң юқири сүпәтлик тәрәққиятиға түрткә болуш” намида бир йиғин чақирған. Бирақ, тәрәққиятни илгири сүрүш намида ечилған бу йиғинда “асасий қатламда террорлуққа қарши турушни, муқимлиқни қоғдашни чоңқур алға силҗитиш” тәкитләнгән.
Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, 28-июл күни қәшқәрдә чақирилған бу йиғинда партком секретари ма шиңруй мәхсус сөз қилған. У мундақ дегән:
“…җәнубий шинҗаңда тәрәққият билән хәвпсизлик, ечиветиш билән муқимлиқни биртуташ пиланлаш керәк. Еһтиятчанлиқ вә сәзгүрлүкни сақлап, җәнубий шинҗаңниң җәмийәт муқимлиқини қәтий қоғдаш керәк. Террорлуққа қарши туруш, муқимлиқни қоғдашни чоңқур алға силҗитип, ‛үч хил күчләр‚ гә қаттиқ зәрбә бериштәк юқири бесим һалитини қәтий тәврәнмәй сақлаш керәк. ”
Машиңруй йәнә, чәт әлләрдики көзәткүчиләр тәрипидин ассимилятсийә сиясити дәп атиливатқан “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни күчәйтиш, милләтләрни юғуруветиш һәққидиму нуқтилиқ тохталған. У сөзидә: “дин ишлирини идарә қилиштики қанунчилиқини алға силҗитиш керәк; …һәр милләт аммисиниң арилишиши, алмаштуруши, юғурулушини илгири сүрүшни нишан қилиш керәк” , “арилишип олтурақлишидиған җәмийәт қурулмиси вә мәһәллә муһитини тез бәрпа қилип, һәрқайси милләтләрниң һәр тәрәплимә гирәлишишини илгири сүрүш керәк; ” дегәнләрни тәкитлигән.
Хитай һөкүмити йеқиндин буян америка қатарлиқ демократик дөләтләр һөкүмәтлири вә парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилгән сиясәтлирини инкар қилиш тәшвиқатлирини қаттиқ күчәйтип, район вәзийитиниң интайин нормаллиқини, уйғурларниң хушал-хурам яшаватқанлиқини” илгири сүрүватқан иди.
Һалбуки, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ уйғур тәшкилатлири техи йеқинда “елишқу вәқәси” һәққидә елан қилған баянатлирида райондики вәһшийликләрниң изчил давам қиливатқанлиқини тәкитләп, дуня җамаәтчиликини бу җимҗит қирғинчилиққа диққәт қилишқа чақирған.