Майк галигер қатарлиқлар “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни иҗра қилишни күчәйтишни тәләп қилди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.01.23

Америка-хитай риқабити алаһидә комитетиниң рәиси майк галигер вә бу комитетиниң юқири дәриҗилик әзаси раҗа киришнаморти америка ана вәтән хәвпсизлики министири алиҗандиро майоркас (Alijandro Mayorkas) қа хәт йезип, униңдин дәрһал һәрикәт қоллинип, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни иҗра қилишни күчәйтишни тәләп қилған.

22-январ күни, америка-хитай риқабити алаһидә комитетиниң тор бетидә елан қилинған ахбаратта дейилишичә, йеқинқи доклатларда хитайниң бәзи ширкәтлириниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә җазалаш тизимликигә кирмигәнлики, хитай ширкәтлириниң үчинчи дөләт йоли билән яки төвән баһа чәклимиси арқилиқ мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини америкаға киргүзүватқанлиқи мәлум қилинған; бу әһваллар “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни толуқ иҗра қилишта бошлуқ һәм йочуқ пәйда қилған.

Майк галигер қатарлиқлар йоллиған хәттә, уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ техиму көп хитай ширкәтлирини җазалаш тизимликигә елиш, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” да чәкләнгән мәһсулатларниң таможна тәкшүрүшини күчәйтиш, америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи, әдлийә министирлиқи қатарлиқ федратсийә органлири билән һәмкарлишип, мәзкур қанунға хилаплиқ қилғучиларға җаза беришни қолайлаштуруш, америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи мәзкур қанунниң иҗра қилиш үчүн мәхсус бир әмәлдарни тәйинләш, бәзи малларға төвән баһа чәклимиси қоюшниң мәзкур қанунни иҗра қилишқа көрситидиған тәсирини баһалаш қатарлиқ тәдбирләрни қоллиниш чақириқ қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.