Әнгилийә уйғур мәҗбурий әмгикидә ишләнгән күнтахтиларниң төкмә базириға айлинип қелиш хәвпигә дуч кәлгән
2024.04.01
Әнгилийә парламент әзалири, әнгилийәниң уйғур “қуллар әмгики”, йәни уйғур мәҗбурий әмгикидә ишләпчиқирилған күнтахтиларниң төкмә қилип сетиш базириға айлинип қелиш хәвпигә дуч келиватқанлиқидин агаһландурған.
Әнгилийә “телеграф” гезитиниң хәвәр қилишичә, әнгилийә парламенти ташқи ишлар алаһидә комитетиниң рәиси, авам палата әзаси алисия кренис (Alicia Kreans) америка билән явропа иттипақиниң һәр иккиси уйғур “қуллар әмгики” дә ишләпчиқирилған күнтахта мәһсулатлирини чәклигәнлики, күнтахта мәһсулатиниң тәхминән 98 пирсәнти хитайда ишләпчиқириватқан әһвалда, бу күнтахта мәһсулатлириниң әнгилийәгә еқип киришини кәлтүрүп чиқириши мумкинликини ейтқан. Алисия кренисниң әнгилийә үчүн интайин һалқилиқ бир пәйттә бу агаһландурушни бәргәнлики қәйт қилинмақта.
“телеграф” гезитиниң билдүрүшичә, нөвәттә әнгилийә һөкүмити өзиниң қуяш енергийәси йол хәритисини елан қилиш алдида турмақта икән. Һөкүмәтниң қуяш енергийәси йол хәритисидә әнгилийәниң күнтахта көлимини һазирқи 18 гегаваттин 2035-йилғичә 70 гегаватқа чиқириши пиланланмақта икән. Хәвәрдә бу әнгилийәниң милйонлиған күнтахтиларни орунлаштуридиғанлиқи вә бу күнтахтиларниң һәммисиниң хитайдин келидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқи қәйт қилинмақта. Әнгилийә шефелд һаллам университети һелена кенниди мәркизини өз ичигә алған тәтқиқат орунлириниң билдүрүшичә, дуня күнтахта базирини монопол қилған хитайниң күнтахта ишләпчиқириши, уйғур мәҗбурий әмгикигә зич бағлинишлиқ икән. “телеграф” гезитиниң қәйт қилишичә, алсия кренис хитайниң күнтахта мәһсулатлирини бундақ әрзан баһада ишләпчиқириши пәқәт кәң көләмлик мәҗбури әмгәк арқилиқла әмәлгә ашидикән.
Алсия кренис мундақ дегән: “күнтахта енергийәси уйғур мәҗбурий әмгикиниң әң паскина һәм җинайәт шерики болған санаәт түрлириниң бири. Әнгилийә қуллар әмгикидә ишләпчиқириған күнтахтиларниң төкмә қилип сетиш базириға айлинип қелиш хәвпигә дуч кәлмәктә.”
Алсия кренисниң ейтишичә, әнгилийә пакиз енергийә сәрпиятиға өтүштә “қуллар әмгикигә шерик болуп қелиштин сақлинипла қалмай, ирқий қирғинчилиққа шерик болуп қелиштинму сақлиниши керәк” икән.