Америка таможниси уйғур мәҗбурий әмгики сәвәбидин DJI ширкитиниң адәмсиз учқулирини тутуп қалған
2024.10.17
Америка чегра башқуруш вә таможна идариси, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болуш әндишилири сәвәбидин хитайниң шенҗенни база қилған даңлиқ технологийә ширкити-DJI ниң ишләпчиқарған адәмсиз учқулирини тутуп қалған.
“ройтерс агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, америка чегра башқуруш вә таможна идарисиниң бу һәрикити “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң түрткисидә елип берилған. Йәнә бир җәһәттин, бу һәрикәт америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң мәһсулатларниң келиш мәнбәсини тәкшүрүш, болупму хитай ишләпчиқарған адәмсиз учқуларниң келиш мәнбәсини тәкшүрүштин ибарәт техиму кәң даирилик һәрикитиниң бир қисми икән.
DJI Адәмсиз учқуларниң америка таможна даирилири тәрипидин тутуп қелиниши, американиң уйғурлар әң көп олтурақлашқан вирҗинийә иштатидики файирфакс наһийәси, DJI адәмсиз учқулирини сетивалмақчи болған, әмма файирфакс наһийәлик һөкүмәтниң бу пилани бихәтәрлик сәвәбидин америка дөләт мәҗлисиниң бәзи әзалири вә файирфакс наһийәсидики уйғур җамаитиниң наразилиқини қозғиған бир пәйттә йүз бәргән.
Мәлум болушичә, америка авам палатаси америка-хитай риқабити алаһидә комитети рәиси җон моленар билән бу комитетниң нопузлуқ әзаси раҗа кришнаморти йеқинда файирфакс наһийәлик һөкүмәткә хәт йезип, уларни бу пиландин ваз кечишкә чақирған. “ройтерс агентлиқи” ниң билдүрүшичә, DJI мал заказ қилғучи ширкәтләргә мәктуп йезип, өзиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини рәт қилған. Мәктупта, “DJI шуниңға капаләт беридуки, бизниң һәрқандақ ишләпчиқириш басқучимизда мәҗбурий әмгәк йоқ” дейилгәнлики қәйт қилинмақта. Лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрбтики нопузлуқ тәтқиқат орунлириниң ашкарилишичә, DJI уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болупла қалмай, у йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға техникилиқ ярдәмдә болған икән.