Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ йәнә икки ширкәтни қара тизимликкә киргүзди
2024.10.03
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи 2-өктәбир күни хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ йәнә икки ширкитини чәкләш тизимликигә киргүзгән. Буниң билән америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә қара тизимликкә киргүзгән хитай ширкәтлириниң сани 75 кә йетип барған.
Америка ана вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң 2-өктәбир елан қилған баянатидин мәлум болушичә, бу қетим хитайниң дунядики әң чоң палат-төмүр ширкити болған бавву гуруһиға қарашлиқ “шинҗаң 1-авғуст полат-төмүр ширкити” билән җяңсу өлкисини база қилған “чаңҗов гуаңхуй йемәклик тетитқулири ширкити” қара тизимликкә киргүзүлгән.
Бу, американиң тунҗи қетим уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләшни хитай полат төмүр мәһсулатлириға вә уйғур елидин материял сетивалған карханиларға кеңәйтиши һесаблиниду, дәп қаралмақта. Буниң алдида, америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи чәкләш тизимликини алюмин мәһсулатлириға қаратқаниди.
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң сиясий ишларға мәсул ярдәмчи министири роберт силвер мәҗбурий әмгәкни чәкләштә “һечқандақ саһәниң чәклимә сиртида әмәслики” ни билдүрүп, “биз пүткүл санаәт саһәсидә бундақ карханиларни ениқлашни давамлаштуримиз, шундақла експлататсийә һәм дәпсәндичиликтин пайда елишни көзләватқанларни җавабкарлиққа тартишни давамлаштуримиз” дегән.
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң көрситишичә, хитайниң дөләт игиликидики “шинҗаң 1-авғуст полат төмүр ширкити” дөләт һамийлиқидики әмгәк күчлирини йөткәш пирограммисиға давамлиқ қатнишип, уйғур вә қирғиз әмгәк күчлирини қобул қилип ишләткән. Униң чаңҗов гуаңхуй йемәклик тетитқулири ширкити болса, мәһсулатлириға уйғур елидә ишләпчиқирилған материялларни ишләткән. Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләшни полат-төмүр саһәсигә кеңәйтиши, хитай тәрәп “американиң ембаргоси уйғур ишчилириға еғир зиян елип кәлди” дегәнни кәң тәшвиқ қиливатқан бир вақитта елан қилинған.