Үрүмчи шәһири мәктәп йешиға тошмиған балиларға қарита “меңә ююш һәрикити” қозғиди

Мухбиримиз әркин
2018.04.20

Үрүмчи шәһири йеқинда “тәрбийә қурулуши” намлиқ бир һәрикәт башлап, мәзкур шәһәрдики мәктәп йешиға тошмиған пүтүн балиларни һәр күни һәқсиз сүт билән тәминләйдиғанлиқини елан қилған. Лекин йәрлик аһалиләр “тәрбийә қурулуши” намидики һәқсиз сүт тарқитиш һәрикитиниң “меңә ююш” ни мәқсәт қилған “идеологийәлик зәһәрләш” икәнликини илгири сүрди.

Уларниң билдүрүшичә, сүт қепиға “аһ партийә, қәдирлик анам” дегән қизил тәшвиқат хәтлири йезилған икән. Хитай һөкүмәт ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, даириләрниң үрүмчи шәһиридики даимий турушлуқ аһалиләрниң йеңи туғулған бовақлиридин тартип, 6 яшқичә болған балилирини һәр күни бир қап һәқсиз сүт билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән. Хәвәрләрдә баян қилишичә, үрүмчи шәһиридики бәзи иҗтимаий районлар “аилә башлиқлириға уқтуруш” елан қилип, “тәрбийә қурулуши” ни тәшвиқ қилишқа башлиған.

Үрүмчи шәһириниң “тәрбийә қурулуши” һәрикити хитай һөкүмити бир милйондәк уйғурни “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ға солап, уларниң өз мәдәнийити, тарихий, тили диний -етиқади вә әнәниси билән болған беғини аҗизлитишқа урунуватқан мәзгилдә йолға қоюлди. Америкиниң мувәққәт ярдәмчи дөләт ишлар министири лавра истон йеқинда “бу лагерларға” түмәнлигән уйғур вә башқа мусулманларниң қамалғанлиқини билдүрүп, уларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилған.

Үмидвар исимлик бир йәрлик уйғур пәйшәнбә күни радиомизға қилған сөзидә үрүмчи шәһириниң “тәрбийә қурулуши” намидики балиларға һәқсиз сүт тарқитиш һәрикитиниң “зәһәрлик сүт парашоки” динму хәтәрлик икәнлики, у уйғур балилириниң мәдәнийәт әнәниси билән алақисини үзүп ташлашни мәқсәт қилидиғанлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.