Америкадики уйғур яшлар мәшрәп кулуби дөләт мәҗлисидә “уйғур қанун лайиһәси” һәққидә паалийәт елип барди
2019.06.05
Америкадики “уйғур яшлар мәшрәп кулуби” намлиқ яшлар гурупписиниң 30 дәк әзаси өткән һәптә америка дөләт мәҗлисиниң авам вә кеңәш палата әзалирини зиярәт қилип, уларни “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни қоллашқа вә уни тезрәк мақуллашқа үндигән. Нөвәттә америка дөләт мәҗлисиниң авам вә кеңәш палаталирида уйғурларниң кишилик һоқуқиға алақидар икки қанун лайиһәси мақуллинишни күтүп турмақта.
Мәзкур қанун лайиһәлириниң бири йеқинда кеңәш палатасиниң ташқи ишлар комитетида авазға қоюлуп, бирдәк мақулланған. Әмма униң авам палатасидики нусхиси техи комитетларниң аваз беришигә қоюлмиғаниди. “америка авази радийоси” ниң хәвәр қилишичә, мәшрәп кулубиниң қурғучиси бәһрам синташ башчилиқидики яшлар авам вә кеңәш палата әзалириниң ишханилириға кирип, уларға уйғурларниң вәзийити вә қанун лайиһәсини тезрәк мақуллашниң зөрүрликини чүшәндүргән.
У, американиң уйғурларға ярдәм қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүп, “биз американиң өз уйғурлар вәтинидә мәвҗутлуқи үмидсиз келәчәккә дуч келиватқан бир вақиттта уйғурлар үчүн дәс турушини үмид қилимиз. . . . . . . Мән зиянкәшликкә учриған бир аилиниң әзаси. Мениң дадам җаза лагерлирида тутуп турулмақта” дегән. Бәһрам синташниң дадиси қурбан мамут “шинҗаң мәдинийити” зһорнилиниң баш муһәррири болуп, у 2018-йилниң башлирида лагирға елип кетилгән иди.
Бәһрам синташ “америка авази радийоси” ниң мухбириға қилған сөзидә йәнә, “биз авазсизларниң авази болушни истәймиз. Уйғурлар ярдәмгә болупму, америкалиқларниң ярдимигә еһтияҗлиқ” дегән. Униң билдүрүшичә, улар көрүшкән дөләт мәҗлисиниң хели көп әзалири уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсини қоллайдиғанлиқини ипадилигән.
Хәвәрдә йәнә кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң директори софийә ричардсонниң сөзи нәқил кәлтүрүлгән. Софийә ричардсон уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсиниң “пәвқуладдә” вә “тарихий характерлик” әһмийити барлиқини тәкитләп, униң көп қирлиқ қанун лайиһәси икәнлики, униң уйғур муһаҗирлирини қоғдаштин тартип, хитай кархалирини вә әмәлдарлирини җазалашқичә болған көп хил саһәләргә четилидиғанлиқини билдүргән.