Хитайниң “қарақаш һөҗҗәтлири” намлиқ йәнә бир мәхпий һөҗҗити ашкариланди

Мухбиримиз әркин
2020.02.17

Хитайниң лагерлар һәққидики йәнә бир мәхпий һөҗҗити17‏-феврал күни ғәрб таратқулирида елан қилинип, дуняда йәнә бир қетим ғулғула қозғиди.

“қарақаш һөҗҗәтлири” дәп аталған бу һөҗҗәт хитайниң өткән йили ашкариланған лагерлар һәққидики 400 бәтлик вә 28 бәтлик мәхпий һөҗҗитидин кейин елан қилинған 3‏-қетимлиқ партлаш характерлик йәнә бир дәлил, дәп көрситилмәктә.

137 Бәтлик мәзкур һөҗҗәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларни қандақ баһанә-сәвәбләр билән тутқун қилип, лагерларға қамиғанлиқиға даир күчлүк дәлилләр йәр алған. Мәзкур һөҗҗәт хотәнниң қарақаш наһийәсигә қарашлиқ бир иҗтимаий райондики 650 дин артуқ аилигә четишлиқ 3000дәк кишиниң архипи болуп, бу һөҗҗәт шу тәвәликтики пуқраларниң диний етиқади, күндилик һаяти, йүрүш-туруши, характери, ипадиси, уларниң ичидин тутқун қилинип, лагерға қамалған вә кесилгән кишиләрниң исми, қамилиш, кесилиш сәвәби қатарлиқ нурғун тәпсилатларни өз ичигә алған. Бу һөҗҗәт бурун қисмән уйғурчиға тәрҗимә қилинип, иҗтимаий таратқуларда елан қилинған иди. Әмма бу қетим мәзкур һөҗҗәт инглизчиға тәрҗимә қилинип, америкадики “вайис” намлиқ телевизийә қанилида елан қилинди.

Мәлум болушичә, мәзкур һөҗҗәтни голландийәдики уйғур паалийәтчиләр тәминлигән болуп, хәлқара мухбирлар бирләшмиси вә ғәрблик уйғуршунасларниң тәкшүрүши, тәһқиқлиши арқисида униң чинлиқи муқәррәрләшкәндин кейин елан қилинған икән. Германийәлик уйғуршунас адриан зенз чәтәл таратқулириға қилған мәзкур һөҗҗәт һәққидики сөзидә: “бу һөҗҗәт бейҗиңниң нормал диний етиқад әнәнилирини бастурған вә җазалиғанлиқиға даир мән бурун көрүп бақмиған күчлүк дәлилләр билән тәминләйдиған йитүк бир һөҗҗәттур,” дегән.

Мәзкур һөҗҗәт хитай ташқи ишлар министири ваң йи германийәниң мюнхен шәһиридә җаза лагерлириниң мәвҗутлуқини инкар қилип арқидинла елан қилинди. Ваң йи өткән җүмә күни германийә ташқи ишлар министири хәйку маас билән мюнхенда ахбарат йиғини өткүзүп, җаза лагери вә бир милйон адәмниң тутқун қилиниши һәққидики хәвәрләрни пүтүнләй “өсәк сөз” һәм “сахта хәвәр” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.