Микрософт линкедин (LinkedIn) алақә суписиниң хитайдики мәшғулатини тохтатқан

Мухбиримиз әркин
2021.10.15

Америкиниң микрософт ширкити линкедин ‍иҗтимаий алақә суписиниң хитайдики мулазимитини тохтатқан. Б б с ниң хәвәр қилишичә, линкединниң тақилишиға хитайниң тәләплиригә әмәл қилишниң күнсери қийинлишиши сәвәб болған. Мәзкур ‍җтиимаий алақә суписи уйғурлар һәққидә хәвәр йезип, униң ирқий қирғинчилиқ қилмишини паш қилған яки кишилик һоқуққа хилап, парихорлуқ, черикликкә даир вәқәлирини ашкарилиған бәзи журналистларниң һесабини чәклиши ‍ихтилап пәйда қилған бир вақитта хитайдики мулазимәт суписини тақиған.

Линкединниң илгири бәзи журналистларни чәкләпла қалмай, бәзи уйғур паалийәтчилириниң яки хитайниң уйғур сияситини талаш-тартиш қилған бәзи уйғур тор абунтлириниму чәклигәнлики мәлум. Мәлум болушичә, линкедин бу йилниң ахирлирида хитайдики мулазимитиниң пәқәт ишқа тонуштуруш суписинила очуқ қойидикән. Хәвәрдә, буниң пикир йезиш, мақалә һәмбәһирләш яки йоллашни өз ичигә алмайдиғанлиқи билдүрүлгән.

Б б с ниң ейтишичә, ликединниң муавин президенти мохак шерог, “биз хитайда техиму хирисқа толған мулазимәт муһити вә техиму чоң маслишиш тәләплиригә дуч кәлдуқ” дегән. Линкедин хитайда мулазимәт елип беришиға йол қоюлған бирдин-бир ғәрб ‍иҗтимаий алақә суписи болуп, 2014-йили мулазимәт башлиған бу супа хитайниң тәләплиригә әмәл қилишқа қошулған. Америка кеңәш палата әзаси рик скот илгири линкединни тәнқидләп, униң һәрикитини “хитай компартийәсигә қилинған еғир хушамәтчилик вә тәслимчилик” дәп әйиблигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.