Москва хитай саяһәтчилирини әң көп келидиған шәһәргә айланмақта
2015.01.04
Русийәниң “сентрасиа” төридики хәвәрдә көрситилишичә, москва хитай саяһәтчилирини әң көп җәлп қилған шәһәргә айланған болуп, хитай саяһәтчилириниң явропа шәһәрлири ичидики әң көп зиярәт қилидиған шәһәр москва болған. Өткән йили, москва шәһиригә 376 миң хитай саяһәтчиси кәлгән болуп, бу лондонни зиярәт қилған адәм санидин төт һәссә ешип кәткән, йәни өткән йили 94 миң хитай саяһәтчиси лондонни зиярәт қилған.
Москва даирилири техиму көп хитай саяһәтчилирини өзигә җәлп қилиш үчүн түрлүк тәдбирләрни қолланмақта. Лекин, хитайлар әң көп саяһәт қилидиған шәһәр америкиниң нюйорк, лос ангелес вә австралийәниң сидней шәһәрлири болуп, биринчи орунда нюйорк, иккинчи орунда лос ангелес, үчинчи орунда сидней турған. Москва төтинчи орунни игилигән. Хитай саяһәтчилириниң москвани зиярәт қилиш қизғинлиқидики сәвәбләр, улар үчүн кремил сарийи вә совет иттипақиға мунасивәтлик зиярәт орунлириниң көп болуши икән. Лекин, әң муһими саяһәт чиқиминиң төвән болуши һесаблинидикән, әмма мундақ саяһәт чиқиминиң аз болушиға қаримай, йәнила көп хитай саяһәтчилири русийәни җәмийәт аманлиқи җәһәттин хәтәрлик дәп һесаблап, саяһәт қилишқа җүрәт қилалмайдикән.
Саяһәтчилик кәспи дунядики хели көп дөләтләр үчүн муһим иқтисадий кирим һесаблиниду. Саяһәтчиләр көп келишкә интилидиған дөләтләр қатарида түркийә, франсийә вә башқа явропа - асия дөләтлири бар. явропа саяһәтчилири асаслиқи тарихий җайлар, мәнзириләр вә дәм елиш орунлириға қизиқиду.