“муһапизәтчи” гезити: “сүкүт қилиш өлгәнликтур”

Мухбиримиз җәвлан
2020.11.11

9-Ноябир күни әнгилийәдә чиқидиған “муһапизәтчи” гезитидә евирт һобис (Everett Hobbs) имзасида “сүкүт қилиш өлгәнликтур” намлиқ бир мәктуб елан қилинған болуп, мәзкур мәктубта өткән әсирдә германийә натсист һөкүмитиниң йәһудийларни йоқитиш үчүн йүргүзгән ирқий қирғинчилиқи тарихтики әң чоң җинайәт дәп көрситилгән вә мундақ дейилгән: “бүгүн коммунист хитай һөкүмити уйғурларни йоқитиш үчүн бизниң көз алдимизда дәл ашундақ җинайәт садир қиливатиду. Әмма дуня бу җинайәткә йәнә бир қетим сүкүт қиливатиду.

Һечқандақ дөләт әмәлий һәрикәт қолланмайватиду, бәлки хитай билән болған иқтисад, сода һәмкарлиқини давамлаштуруватиду. Рәзилликкә, җинайәткә сүкүт қилиш уни садир қиливатқан җинайәтчини қоллиғанлиқтур; әгәр шундақ қилсақ, бүгүн уйғурларниң бешиға кәлгән күн әтә йәнә бир аҗиз хәлқниң бешиға келиши мумкин, биз мартин нимоллерниң төвәндики сөзини йәнә бир аңлап бақайли: ‛улар сотсиялизимчиларни тутқили кәлди, мән гәп қилмидим, чүнки мән сотсиялизимчи әмәс идим; андин улар ишчилар уюшмиси әзалирини тутқили кәлди, буниңғиму гәп қилмидим, чүнки мән ишчилар уюшмисиниң әзаси әмәс идим; андин улар йәһудийларни тутқили кәлди, мән йәнә гәп қилмидим, чүнки мән йәһудий әмәс идим; андин улар мени тутқили кәлди, бу чағда мән үчүн гәп қилидиған һечким қалмиди.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.