Илһам рәһим: “мән уйғур, әмма мән ислам диниға етиқад қилмаймән!”

Мухбиримиз әзиз
2017.09.05

Уйғурлар диярида иҗра қилиниватқан “диний әсәбийликкә қарши туруш” һәрикити җәрянида уйғур кадирларниң очуқ хәт елан қилиш арқилиқ өзлириниң сиясий мәйданини ипадиләватқанлиқи мәлум.

Әнә шу қатарда уйғурлар диярида турушлуқ хитай қораллиқ сақчи қисимлири “сериқ алтун” 8-әтритиниң әскири илһам рәһимниң очуқ хети уйғур яшлирини ислам диниға етиқад қилмаслиққа васитилик һалда чақириқ қилиш билән алаһидә көзгә челиқиду.

Хитайниң “йәр шариға нәзәр”, “комсомоллар мәркизи”, “соху тори” қатарлиқ торлирида көпләп һәмбәһирләнгән бу очуқ хәттә илһам рәһим өзиниң диний кәйпият анчә қоюқ болмиған бир деһқан аилисидә чоң болғанлиқини, ата-анисиниңму яш вақитлирида һечқачан мәсчиткә берип бақмиғанлиқини, пәқәт яшанған мәзгилләрдила андин җамаәтниң зори билән мәсчиткә беришни башлиғанлиқини баян қилип, “демәк, уйғур дегәнлик ислам диниға вәкиллик қилмайду, техиму муһими уйғур болғанлиқим үчүнла ислам диниға етиқад қилишим шәрт әмәс” дәйду.

Мәзкур очуқ хәтниң ахирида илһам өзиниң аилә шараитиниң тәсиридә “қуран”дин бирәр бәтму оқуп бақмиғанлиқини, бирәр қетимму намаз оқуп бақмиғанлиқини, әмма уйғур болғанлиқиниң тәсири билән һазир мусулман болуп қалмиғанлиқини ейтип, “партийә вә һөкүмәтниң ғәмхорлуқида өсүп йетилгән аз санлиқ милләт кадири болуш сүпитим билән мәндә партийәгә садиқ бир йүрәк бар. Қәлбим партийәниң шәпқитигә болған миннәтдарлиққа толған” дәйду. Шуниң билән биргә техиму көп уйғур яшлирини өзигә әгишип әсәбий идийәләрдин чәк-чегра аҗритишқа чақириқ қилиду вә: “мән уйғур, әмма мән ислам диниға етиқад қилмаймән!” дәйду.

Муһаҗирәттики бәзи уйғур зиялийлири бу һәқтә пикир қилип буни: “хитай һөкүмити иҗра қиливатқан динсизлаштуруш тәрбийисиниң қайси дәриҗигә берип йәткәнликиниң бир ипадиси. Улар мушундақ бир сахта үлгә арқилиқ техиму көп уйғур яшлирини өз кимликидин тенишқа риғбәтләндүрмәктә” дейишмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.