Мурсиниң қоллиғучилири давамлиқ наразилиқ билдүрмәктә
2013.07.07
Сиясий өзгириш арқилиқ ағдурулған мисир президенти мурсиниң қоллиғучилири, йәни мусулман қериндашлар җәмийитиниң әзалири йәнә давамлиқ наразилиқ намайишлири өткүзидиғанлиқини җакарлап, паалийәтлирини давамлаштурмақта
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, америка дөләт ишлири министири керри мисирдики бу вәқәләр һәққидә инкас қайтуруп, өзниң мисирниң демократийигә өтүш җәрянида мувәппәқийәт қазинишиға болған тиләкдашлиқини билдүргән.
Униң алдида обама һөкүмити америкиниң мисирдики һәр қандақ бир партийә вә гуруһ билән иттипақ түзмәйдиғанлиқи вә мисирдики һәрқандақ бир сиясий гуруһни қоллимайдиғанлиқини билдүргән иди.
Шәнбә күни мисир вақитлиқ президенти муһәммәд барадини вақитлиқ баш министирлиққа тәйинлигән, әмма мусулман қериндашлар җәмийити буниңға қарши чиққан.