“мусулманлар садаси” намлиқ хәвәр тор бетидә уйғур шаири лутпулла мутәллип тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2019.10.31

Әнгилийәдә қурулған, ислам вә мусулманлар һәққидики аңни ашуруш мәқсити билән паалийәт көрситиватқан “мусулманлар садаси” намлиқ хәвәр тор бетидә уйғурларниң от йүрәк шаири лутпулла мутәллип тонуштурулди.

Мақалидә уйғур шаири лутпулла мутәллипниң уйғурларниң миллий ғуруриниң муһим мәнбәси вә мәдәнийәт иптихари икәнлики баян қилинған. Униңда лутпулла мутәллипниң интайин қисқа болған әмма җәңгивар һаяти уйғур елиниң сиясий тарихи билән бирләштүрүлүп қисқичә тонуштурулған шундақла шаирниң әң надир әсәрлири һесаблинидиған “йилларға җаваб” вә “хиялчан тиләкләр” намлиқ шеирлири тонуштурулған.

Мақалидә төвәндикиләр баян қилинған: “лутпулла мутәллип 23 йешида өлтүрүлгән болсиму, әмма у һелиһәм хитай һакимийити астида азаб чекиватқан уйғурларниң миллий ғурури вә мәдәнийәт изналириниң симовли болуши давам қилмақта. Хитай һөкүмити нөвәттә шинҗаң уйғур аптоном районида бир милйондин ошуқ мусулманни тутқун қилип, уларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзмәктә. Шуниң билән биргә уйғурларниң қәдимий мазарлиқлирини вәйран қилмақта. Хитай даирилириниң сөзигә қариғанда, лутпулла мутәллипниң қәбрисиму ‛қәбриләрни рәтләш‚ дегән нам астида йөткиветилгән. . . Униң һазир зади нәдилики ениқ әмәс.”

Мақалидә йәнә хитай һөкүмити уйғурларниң миллий вә дини һоқуқлириға вә һаятиға тәһдит селиватқан мушундақ бир пәйттә лутпулла мутәллипкә охшаш затларни ядлап туруш вә уйғур миллий кимликини қоғдашниң әһмийитиниң интайин йүксәклики тәкитләнгән. Мақалә “гәрчә хитай лутпулла мутәллипниң қәбрисини вәйран қилған болсиму, у қалдурған мираслар, униң шеирлири вә һаяти кәлгүси әвладларниң ядида мәңгү қалғуси!” дегән сөзләр билән ахирлаштурулған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.