Америка дөләт мәҗлисидә нилсон мандиланиң 95 яшқа киргәнлики тәбрикләнди

Мухбиримиз ирадә
2013.07.18

Америка дөләт мәҗлиси нобел тинчлиқ мукапати саһиби, әркинлик җәңчиси нилсон мандиланиң 95 яшқа киргәнликини тәбриклиди.

Мәҗлистики мурасимға қатнашқан мәҗлис әзалири вә бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири нилсун мандиланиң җәнубий африқидики ирқий кәмситишни йоқитиш йолида қилған иш-паалийәтлири, униң җасарити шундақла униң президент вақтидики дипломатийисигә юқири баһа берип уни “җәсур кишилик һоқуқ күрәшчиси, һәқиқий бир сиясәтчи” дәп тәриплиди.

Җәнубий африқиниң америкида турушлуқ баш әлчиси абраһам ласмор мәҗлистә сөз қилип “шүбһисизки, нилсун мандила һәрикити арқилиқ пүтүн дунядики диктаторларға баш әгмәй күрәш қиливатқан хәлқләргә өчмәс мирас қалдурди” деди.

Нилсун мандила җәнубий африқидики қара тәнликләрниң һоқуқини қолға кәлтүрүш йолида һаятиниң 27 йилини түрмидә өткүзгән, нурғун қейин-қистақларға учриған. Әмма у қилчиму бошашмай бу йолда күрәш қилған. У 1990-йили хәлқараниң бесими билән түрмидин қоюп берилгәндин кейин, 1994-йили сайлам билән җәнубий африқиниң президенти болған. 1993-Йили нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән. Униң “әркинлик йоли һәргизму түз болмайду”, “дуня азадлиқини қолға кәлтүрүш хитабнамиси”, “әркинликкә созулған узақ йол” қатарлиқ әсәрлири бар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.