Өзбек яш сәйфулла сәипоф ню-йоркта елип барған террорлуқ һуҗумида 8 кишини өлтүргән

Мухбиримиз ирадә
2017.11.01

Америкиға 2010-йили өзбекистандин келип қанунлуқ йәрләшкән 29 яшлиқ сәйфулла сәипоф сәйшәнбә күни ню-йорк шәһиридә террорлуқ һуҗуми елип берип, 8 адәмниң өлүши вә нурғун кишиләрниң яридар болушини кәлтүрүп чиқарди.

С н н ниң хәвиригә қариғанда, сәйфулла сәипоф сәйшәнбә күни чоң машинидин бирни иҗаригә елип, бу машина арқилиқ ню-йорк шәһири ичидики йолучилар вә велисипит маңидиған йолға бөсүп кирип, удул кәлгән адәмләрниң һәммисини өлтүрүшкә урунған. Нәтиҗидә, аталмиш “ислам дөлити” ниң намида елип берилған бу һуҗум җәрянида 8 адәм өлгән вә нурғун кишиләр яридар болған.

Ню-йорк сақчилири униңға оқ чиқирип яридар қилғандин кейин тирик қолға чүшүргән. С н н ниң билдүрүшичә, бу қетимқи террорлуқ һуҗуми “11-сентәбир” вәқәсидин кейин ню-йорк шәһиридә йүз бәргән иккинчи қетимлиқ әң чоң террорлуқ һуҗум болуп һесаблинидикән.

“ню-йорк вақти гезити” ниң билдүрүшичә, өзбекистанлиқ сәйфулла сәипоф елип барған бу қетимқи террорлуқ һуҗумидин қаттиқ нәпрәтләнгән өзбекистан президенти шавкәт мирзайеф чаршәнбә күни америка президенти трампға мәктуп йоллап, өзиниң өлгүчиләр аилисигә алаһидә тәзийә билдүридиғанлиқини, вә америка һөкүмити билән бу мәсилә үстидә һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.

Президент шавкәт мирзайеф мәктупида йәнә сәйфулла сәипофниң елип барған террорлуқ һуҗумини әйибләп, “бундақ қәбиһ вә шиддәт билән елип берилған зораванлиқ һәрикәтни һәргизму кәчүргили болмайду,” дегән.

Сәйфулла сәипоф америкаға қанунлуқ йәрлишип террорлуқ һуҗуми елип барған оттура асиядин кәлгән тунҗи киши әмәс. Қирғизистандин америкиға қанунлуқ келип йәрләшкән миллити чечән икки ака-ука җохар вә тамерлан сарнайеф 2013-йили апрелда бостон шәһиридә елип берилған марафончә мусабиқигә қарши террорлуқ һуҗуми елип берип, 3 адәмниң өлүши вә 260 тин артуқ адәмниң яридар болушиға сәвәбчи болған иди. Илгири америка һөкүмити бу икки ака-укиға чечәнләрниң русийә һөкүмити қолида учриған зиянкәшликни нәзәрдә тутуп сиясий панаһлиқ вә вәтәндашлиқ бәргән.

Өзбек яш сәйфулла сәипоф болса американиң йешил карта латарийәсини утқандин кейин америкаға йәрләшкән икән.

Сиясий көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, сәйфулла сәипоф, җохар вә иниси тамерлан сарнайефләрниң америкаға келип бундақ террорлуқ һуҗумларни елип бериши, худди аш бәргәнгә мушт бәргәндәк бир иш икән. Чүнки америка һөкүмити буларни җапалиқ һаят вә зулумдин қутқузуп, буларға панаһлиқ, һәтта вәтәндашлиқ бәрсиму, америкиға миннәтдарлиқ билдуришниң орниға әксичә террорлуқ һуҗуми билән җаваб бәргән.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, икки ака-ука чечәнлик 2013-йили бостон шәһиридә террорлуқ һуҗуми елип берип бигунаһ һәлқни өлтүргәнлики үчүн америка һөкүмити вә хәлқиниң русийәниң зулимиға учрап келиватқан чечәнләргә болған һессидашлиқи йоқалған.

Бу йил йеңи йил ахшими истанбулниң рәйна кулубида террорлуқ һуҗуми йүз берип, 39 адәм өлгән вә 69 адәм яридар болған иди. Бу һуҗумни қозғиған киши өзбек болсиму, әмма бу һуҗум уйғурға артилип қалғанлиқи үчүн уйғурларниң түркийәдики иҗабий образиға сәлбий тәсир пәйда қилип, уйғурларға болған һесдашлиқ барғансери азаймақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.