Обама франсийә билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүрди
Җүмә күни америка президенти обама баянат берип, франсийә билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүрди. У бу сөзләрни франсийәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗум қанлиқ ахирлашқандин кейин, теннесси штатидики бир йиғилишта оттуриға қойди.
У мундақ деди: мән франсийә хәлқигә шуни билдүрмәкчимәнки, америка қошма штатлири һазир вә кәлгүсидиму силәр билән бир сәптә туриду.
Франсийәни "кона иттипақдаш" дәп атиған обама париж шәһиридики террорлуқ һуҗуми йүз бәргән һаман америкиниң сақчи вә мунасивәтлик органлирини ишқа селип франсийәни керәклик р учурлар билән тәмин әткәнликини билдүрди.
Чаршәнбә күни франсийәдики бир һәҗвий рәсимләр журнили "чарлий һәбдо" ниң баш редаксийәси террорлуқ һуҗумиға учрап 12 адәм өлтүрүлгән иди.
Вәқәдин кейин җиддий һәрикәткә өткән франсийә сақчилири гумандарларни җүмә күндики гөрүгә елиш вәқәсидә етип ташлиған.
Обама юқириқи сөзләрни париждики қанлиқ вәқә арилишип узун өтмәй оттуриға қойди.
У йәнә, гәрчә бу нөвәтлик вәқә тинчитилған болсиму, франсийәниң һәр заман һошяр болуши лазимлиқини тәкитлиди.