Обама ираққа қошун әвәтишни ойлашмайдиғанлиқини билдүрди
Җүмә күни ирақ вәзийити һәққидә тохталған америка президенти обама ирақ мәсилигә арилишиш йоллириниң көп хиллиқини ейтқан болсиму, ираққа әскирий қошун әвәтишни ойлашмайдиғанлиқини ениқ билдүрди.
Униң бу сөзлири ирақниң сунни мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған қисимлирида баш көтүргән “ирақ - шам ислам дөлити” намлиқ радикал қораллиқ тәшкилатниң ирақниң киркук, фалуҗа вә мусул қатарлиқ муһим шәһәрлирини игиливалғанлиқи вә бағдатқа қарап илгириләватқанлиқи хәвәр қилинған җиддий вәзийәттә елан қилинди.
Обама юқири тәшкилатини “вәһший террорлуқ оргини” дәп атиди вә буларниң ахирида америкиғиму тәһдит яритидиғанлиқини көрсәтти.
Обама сөзидә йәнә чәтәлдики америка хадимлири вә яки америкиға зиян йәткүзүш еһтимали болған террорчиларға зәр бериш үчүн һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Обама ахирида ираққа мудахилә қилиш мәсилисини дөләт мәҗлиси билән мәслиһәтлишидиғанлиқини билдүрди.