Бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш чуқанлири юқури пәллигә чиқмақта

Мухбиримиз әзиз
2021.03.04

Хитай һөкүмити саһибханлиқ қилмақчи болуватқан 2022-йилидики қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқлири йеқиндин буян барғансери юқури пәллигә чиқишқа башлиди. Шуниңдәк буниң аддийла бир мусабиқә әмәслики, әксичә буниң милйонларчә инсанниң һаятиға мунасивәтлик зор мәсилә икәнлики тәкитлинишкә башлиди.

“дөләт мәнпәәти” журнилиниң 3-март саниға бесилған тензин дорҗи имзасидики мақалида алаһидә қилип уйғурлар дуч келиватқан сиясий бастуруш һадисисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп аташ чақириқлири дуня миқясида омумий садаға айлинишқа йүзлиниватқанлиқи, мушундақ әһвалда дипломатик нәсиһәтләр алдида гас болувалған хитай һөкүмитигә қарита давамлиқ нәсиһәт қилишниң вақти өткәнлики, буниң үчүн әмди уларға мәҗбурлаш вастисини қоллиниш лазимлиқи алаһидә тәкитләнди. Шуниңдәк бу хил мәҗбурлашниң усуллири үчүн хитайға иқтисадий җәһәттин җаза қоллиништин башқа йәнә уларниң дуняға қаритип туруп олимпик мусабиқиси өткүзүштәк номуссизлиқини чәкләш лазимлиқи оттуриға қоюлди. Аптор бу тоғрисида сөз қилип: “нөвәттә америка һөкүмити хитайға қарита ‛я лагерларни тақайсән, болмиса мусабиқини бикар қилимиз‚ дегәндәк қаттиқ усулни қоллинидиған йәргә кәлди,” дәйду.

“канада радийо ширкити” торида елан қилинған бу һәқтики обзорда болса хитайдики қишлиқ олимпик мусабиқисиға қатнашқанлиқниң әмәлийәттә хитайниң депиға уссул ойниғанлиққа баравәр икәнлики алаһидә шәрһиләнди. Болупму уйғур қирғинчилиқи мәсилиси җиддий тәкитлиниватқанда хитай рәиси ши җинпиңниң мушу қетимлиқ мусабиқә арқилиқ хәлқараға өзиниң иҗабий образини намайән қилишқа алдираватқанлиқи алаһидә көрситилди. Канададики уйғур паалийәтчи мәмәт тохти бу һәқтә сөз қилип: “хитай мушу мусабқини ‛сопун‚ қилип туруп өзлириниң қирғинчилиқ җинайәтлирини ‛юювәтмәкчи‚ болуватиду,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.