Өмәр уйғур вәхпи пакистанда уйғурларниң чәтәлдики икки йиғининиң роһини йәткүзди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.08.12

Өткән айда фирансийә пайтәхти парижда дуня уйғур қурултийиниң 5 - нөвәтлик қурултийи вә түркийәниң истанбул шәһиридә шәрқий түркистан қериндашлар учришиши паалийитиниң 6 нөвәтлики өткүзүлгән иди. Қериндашлар йиғиниға қатнашқан пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң башлиқи өмәрҗан дөлитигә қайтип барғандин кейин пакистандики уйғурлар арисида мәзкур икки йиғинниң роһини йәткүзүш паалийитини елип барған. У пакистандики уйғур җамаитигә 5 - қурултайниң сайлам нәтиҗиси вә рабийә қадир ханимниң йолйоруқини йәткүзүш билән бирликтә, қериндашлар йиғини һәққидики тәсиратлирини баян қилған.

Униң, дунядики 18 дөләттин кәлгән уйғур паалийәтчиләр билән тонушуш җәряни вә уларниң иш паалийәтлири һәққидики доклати аңлиғучиларни һаяҗанландурған. Икки йиғинниң роһидин вақип болған пакистандики уйғур муһаҗирлар, буниңдин кейин өзлириниң муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитигә актип қетилидиғанлиқи һәққидә позитсийә вә тәсират баян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.