Өркәш дөләтниң хитай демократчилири билән бирликтә ши җинпиңға язған очуқ хети диққәт қозғиди

Мухбиримиз қутлан
2015.04.13

Мәркизий агентлиқниң бүгүн тәйбейдин бәргән хәвиригә қариғанда, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт тәйвән вә ғәрб әллиридики хитай демократчилири билән бирликтә ши җинпиңға очуқ хәт елан қилған.

Коллектип имза қоюлған бу очуқ хәттә, хитай дөләт рәиси ши җинпиңни инсанпәрвәрлик нуқтисидин чиқип, америкидики хитай демократчиси шюң йәнниң сәкратқа чүшүп қалған 80 яшлиқ анисини көрүвелишиға йол қоюшини тәләп қилған.

Мәлумки, шюң йән 1989-йилидики хитай оқуғучилар һәрикити бастурулғандин кейин тутуш буйруқи чиқирилған 21 нәпәр оқуғучилар рәһбириниң бири. У 1992-йили америкиға йәрлишип илаһийәт пәнлири бойичә оқуған, андин америка қуруқлуқ армийисидә поп болған. Өткән йилидин буян у кесәл һаләттики анисини ахирқи қетим көрүвелиш үчүн һиюстондики хитай консулханисидин виза илтимас қилған болсиму, лекин рәт қилинған.

Өркәшниң тәйвән мухбирлириға билдүрүшичә, у, бу әһвални уққандин кейин муһаҗирәттики йәнә бир хитай оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири ваң дән билән мәслиһәтлишип, ши җинпиңға очуқ хәт йезиш қарариға кәлгән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.