Өйи чеқилған әрздарниң һөкүмәт мәтбуатлирида тилға елинмаслиқи әйибләнди

Мухбиримиз меһрибан
2013.06.14

Өйи мәҗбури чеқиветилип, яшанғанда кочида қалған керәм-барат аилиси һәққидики хәвәрләрниң уйғур елидики һечқандақ һөкүмәт мәтбуатлирида тилға елинмаслиқи тор бекәтлиридә әйибләшкә учриди.

Үрүмчидә турушлуқ керим барат 5-июн “синна” торида мураҗиәтнамә елан қилип, өз өйиниң бу йил 8-март вә 31-май сәһәрдә намәлум кишиләр тәрипидин өрүп ташланғанлиқи, әр -аял иккийләнниң яшанғанда макансиз қалғанлиқини билдүргән.

Тордашлар мәзкур мураҗиәтнамини “ққ”, “үндидар”, “фәйсбоок” қатарлиқ иҗтимаий алақә қаналлирида тарқитип җиддий инкас қозғиди.

Хәвәрләргә қариғанда, керим барат йолуққан бу наһәқчиликләр хитайниң һөкүмәт мәтбуатлирида хәвәр қилинмиған.

Тордашлар, уйғур районидики мәтбуатларниң һөкүмәт даирилиригә охшашла һечқачан хәлқ мәнпәити үчүн хизмәт қилмайдиғанлиқи әйиблиди.

Мәлум болушичә, әрздар керим барат өз өйидин айрилғандин кейин, дәрдини аңлайдиған бирәр орун тапалмай бешиға кәлгән күлпәтләрни торда елан қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.