Өйи чеқилған уйғурлардин йәнә бири синна тор блогида адаләт тәләп қилди
2013.08.06
2-Авғуст күни даириләр тәрипидин өйи мәҗбурий чеқиветилип макансиз қалған йәнә бир уйғур хитайниң синна тор бекитидә мураҗиәтнамә елан қилип,җәмийәттин қоллаш, һөкүмәт даирилиридин адаләт тәләп қилди.
Өзи һәмдә өзигә охшаш өйи мәҗбурий чеқиветилгән сансизлиған кишиләрниң әһвалиға диққәт қилишни мураҗиәт қилған бу тордаш, 1-авғуст күни йәрлик даириләр тәрипидин өйи мәҗбурий чеқиветилгән көрүнүшләрни тор бекитигә йоллап, өз кәчмишлирини баян қилған. Мураҗиәтнамә елан қилинғандин кейин бу хәвәр тордашлар тәрипидин тветир, үндидар, фейсбок қатарлиқ аммиви тор бекәтлиригә тарқитилип, тордашлар хитай һөкүмитиниң бу хил адаләтсизликлиригә инкас қайтурди.
Өткән айда үрүмчи наһийисидә олтурушлуқ керәм исимлик бир уйғур өйи мәҗбурий чеқиветилгәндин кейинки көрүнүшләрни синна блогиға йоллап җәмийәттин өзини қоллашни, һөкүмәт даирилиридин болса, дөләт өзи түзгән қануний бәлгилимиләргә әмәл қилип, пуқраларниң қануний һәқ-һоқуқлирини қоғдашни тәләп қилған иди.