Өзбекистан дөләт бихәтәрлик системисини 23 йил башқурған генерал вәзиписидин елип ташланди
Өзбекистан президенти шавкәт мирзийойеф өз һакимийитини мустәһкәмләшни өз ичигә алған ислаһати давамидики әң зор йеңилиқларниң бири өзбекистан дөләт бихәтәрлик комитетиниң рәиси рустәм инайәтофни вәзиписидин елип ташлиши болуп һесабланмақта.
Азадлиқ радиосини хәвәр қилишичә, сабиқ президент ислам кәримоф дәвридә өзбекистандики президенттин қалса иккинчи шәхс дәп қаралған дөләт бихәтәрлик комитети рустәм инайәтоф ислам кәримофниң 2005-йили әнҗан вәқәсидә өктичиләрни қанлиқ бастуруши, өзбекистан дөләт бихәтәрлик идарисиниң түркийә вә башқа бәзи әлләрдә елип барған иш-һәрикәтлиригә йетәкчилик қилған болуп, у өзбекистандики ислам кәримофқа қарши демократик өктичилик һәрикәтлирини бастурушта мәшһур иди.
Азадлиқ радиосиниң видийолуқ тәпсилатида рустәм инайәтофниң сабиқ хитай җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗу билән чүшкән сүрити баш көрүнүшкә қоюлған болуп, оттура асия мәтбуатлиридики анализларда қәйт қилинишичә, ислам кәримоф дәвридә өзбекистанниң бихәтәрлик саһәсидә хитай билән йеқин һәмкарлиқ орнитиши, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида вә айрим һалда хитайниң оттура асиядики уйғурларниң сиясий паалийәтлирини чәкләш һәм башқа хәвпсизлик мәсилисидә хитайниң мәйданини қоллиши қатарлиқларда дөләт бихәтәрлик идарисиниң роли чоң болған иди. Уйғур анализчилириниң қаришичә, һәтта өзбекистанниң канада пуқраси һүсәнҗан җелилни әйни вақитта хитайға тапшуруп беришиму рустәм инайәтоф дәвридә ишқа ашурулған.
Оттура асиялиқлар инайәтофни сталин дәвридики вәһшийликтә даң чиқарған дөләт бихәтәрлик каттивеши берияға охшитидикән.
Президент шавкәт мирзийойеф 31-январ күни өзбекистан дөләт бихәтәрлик идарисини 23 йил башқурған өзбекистандики әң тәсир күчкә игә шәхс, йәни дөләт бихәтәрлик генерал полковникини вәзиписидин елип ташлиши оттура асия районидики зор вәқә сүпитидә қаралмақта.