Хитайға сетиветилгән пакистанлиқ аяллар еғир хорлашқа дуч кәлмәктә
Бирләшмә хәвәр агентлиқиниң 12-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, хитайдики бир қисим адәм бедиклири пакистанниң намрат районлирида йәрлик қиз-чоканларни хитайдики "байларға хотун болуш" қа қизиқтурмақта икән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу аяллар асасий җәһәттин хиристиян динидикиләр болуп, уларниң бәзилири әмдила 15-16 яшқа киргән гөдәк қизлар икән.
Әнә шу хил аялларниң бири болған сәмийә давут икки ай илгири бир хитайға хотунлуққа сетилған. Беҗирим вә сағлам болған сәмийә бирнәччә һәптә илгири чақлиқ орундуқта пакистанға қайтип кәлгән, шуниңдәк ачлиқ, таяқ вә башқа хорлашлардин бир терә бир устихан болуп қалған һәмдә "немә иш болғанлиқини соримаңлар" дәп турувалған. Аридин бир һәптә өткәндә у шу тәриқидә җан үзгән.
Бирләшмә хәвәр агентлиқиниң тәкшүрүшигә қариғанда бу хилдики аяллар хитайда айрим өйгә солап қоюш, җисманий җәһәттин хорлаш, паһишиханиларға сетилиш, ач қоюп қийнаш дегәндәк көп хил хорлуққа дучар болидикән. Сәмийәниң нәврә акиси бу тоғрилиқ сөз қилип "биз бәк намрат болғачқа ашу кишиләр қизлирини хитайларға бериш арқилиқ аз-тола пулға еришиду. Әмма бу қизларниң хитайда қандақ тәқдиргә муптила болуватқанлиқини һечким билмәйду," дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, адәм бедиклири тонуштурған аталмиш "хитай бай" лириниң көпинчиси хитай өлкилириниң чәт йеза-қишлақлардики хотун алалмай йүргән намрат деһқанлар болуп, ашу хилдики аяллардин бири мухбирға "еримниң юртиға барғандин кейин униң өйиниң йезиниң четидики өмүчүк тори қаплиған бир кәпә икәнликини билдим," дегән.