Пакистан мәтбуатлири пакистанниң “шинҗаң әркин сода райони” дин зор мәнпәәт алидиғанлиқини илгири сүрмәктә
2024.04.30
Пакистан мәтбуатлири пакистанниң төвәнләватқан иқтисадини әслигә кәлтүрүш вә гүлләндүрүш үчүн уйғур дияриниң пакистанни тепилмас пурсәтләр билән тәминләйдиғанлиқини илгири сүргән.
Пакистанда чиқидиған “тез хәвәрләр” гезитиниң 2024-йили 4-айниң 29-күнидики мәхсус хәвиридә, хитайниң йеқин иттипақдиши болған пакистанниң йеқинда хитай иқтисадини техиму көп хиллаштуруш вә күчәйтиш үчүн уйғур диярида қурулған әркин сода районидин ғайәт зор мәнпәәт алидиғанлиқни илгири сүргән.
Мақалида көрситилишичә, “хитай-пакистан иқтисади каридори” буниңдики муһим васитә болуп, бу арқилиқ пакистан һөкүмити кәлгүсидә һәр йили 12 милярт америка доллирилиқ мулазимәт һәққи йиғалайдикән. Чүнки бу йолни васитә қилған һалда “шинҗаң әркин сода райони”ға мәбләғ селиш арқилиқ хитай базириға, оттура асия базириға вә явропа базириға улашқили, бу арқилиқ хитай билән йеқин иттипақдаш болған һалда пакистан иқтисадини зор дәриҗидә гүлләндүргили болдикән.
Пакистанниң начарлишиватқан иқтисадини әслигә кәлтүрүш үчүн иқтисадий пурсәт издәватқанлиқи алаһидә тилға елинған бу мақалидә уйғур дияриниң әнә шу тәриқидә пакистанни нурғун иқтисадий пурсәт билән тәминләш йошурун күчи барлиқи тәпсилий баян қилинған. Шуңа , пакистанниң “шинҗаң” әмәлдарлири билән алақини дәрһал башлиши керәкликини, “хитай-пакистан иқтисади каридори” ниң буниңдики муһим мунбәр икәнлики, шундақла буниң һәр икки дөләткә пайдилиқ мунасивәт қурулмиси болидиғанлиқини илгири сүргән. Бу һал хитай билән пакистан оттурисидики “һәсәлдинму шерин, һималая теғидинму бүйүк” дәп тәсвирлинидиған йеқинлиқниң йеқин кәлгүсидә техиму ашидиғанлиқидин бешарәт, дәп қариливатқанлиқи мәлум.