Пакистан баш министери уйғур мәсилисидә хитайни әйиблимәйдиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз алим
2020.01.23

Пакистанниң баш министери имран хан гәрчә өзиниң уйғур мәсилисидин хәвири барлиқини етирап қилсиму, өзиниң бу мәсилә үстидә хитай һөкүмитини әйиблимәйдиғанлиқини билдүрди.

Имранхан 23-январ күни “германийә авази” радийосиниң зияритини қубул қилған вақтидамухбир униңдин: “сиз дуняниң һиндистан контроллуқидики кәшмир мәсилисидә тутқан инкасиға қарши тәнқидий пикирдә болдиңиз. Әмма уйғур мәсилисигә кәлгәндә хитайни тәнқидлимидиңиз. Буниң сәвәби нимә?” дәп сориған. 

Имран хан буниңға җавабән: “сиз қошнимиз һиндистанда болуватқан ишларниң көлимини хитайдики уйғурларниң бешиға кәлгән аталмиш ишлар билән селиштурсиңиз болмайду. Сиз көлимигила қарап беқиң. 8 Милйон кәшмир хәлқи 5 айдин бери ‛үсти очуқ түрмә‚ дә яшап кәлди,” дегән. 

Имран хан созидә йәнә “буниң иккинҗи сәвәби хитай пакистанниң йеқин дости. Биз әң мүшкүл бир вәзийәткә чүшүп қалғанда, йәни бизгә иқтисадий кризис мирас қалғанда хитай һөкүмити бизгә ярдәм қолини сунди. Шуңа биз хитай билән болған мунасивәтләрдә мәсилиләрни йепиқ шәкилдә музакирә қилимиз. Биз мәсилиләрни хитай билән очуқ-ашкара шәкилдә сөзләшмәймиз, чүнки улар бәк туйғун вә сәзгүр келиду. Биз мәсилиләрни мушу шәкилдә бир тәрәп қилимиз,” дегән.

Һиндистанда чиқидиған “иқтисад вақти” гезитиниң хәвиридә ейтилишичә, имран хан бу қетимлиқ зиярәттә өзиниң уйғур мәсилисини билидиғанлиқини етирап қилипла қалмластин, бәлки йәнә мусулманларниң зиянкәшликкә учраш мәсилисидә өзиниң қош бислиқ мәйданда туруштәк нумуссизларчә позитсийәсиниму намайән қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.