Уйғур дияридики икки университетта парс вә орду тили кәспи тәсис қилинған

Мухбиримиз үмидвар
2017.03.26


Хитай дөләтлик маарип министирлиқи бу йил уйғур дияридики 13 алий мәктәпниң йеңидин 38 кәсип көпәйтишигә қошулған болуп, буларниң тәркибидин парс тили вә орду тили кәсиплириму орун алған икән.

Шинхуа агентлиқиниң учурлиридин мәлум болушичә, парс тили вә орду тили кәсиплирини ишләпчиқириш қурулуш армийиси башқурушидики шихәнзә университети билән үрүмчидики шинҗаң педагогика университетиниң тәсис қилишиға рухсәт қилинған болуп, парс тили кәспи шихәнзә университетида тәсис қилинған.

Мәзкур университетниң бу ишқа мәсул хадими һазир пүтүн хитай бойичә пәқәт 6 университетта парс тили кәспи барлиқи вә парс тили хадиминиң 500 әтрапида икәнлики, әмма уйғур райониниң йипәк йоли иқтисадий бәлвеғидики парс тиллиқ дөләтләр билән сода-иқтисадий, пән-техника, йеза игилик, пул-муамилә вә мәдәнийәт алақилири елип бериши үчүн парис тили хадимлириға моһтаҗ икәнликини көрсәткән.

Орду тилиниңму уйғур районниң пакистан билән болған алақилиридә, болупму иқтисадий каридор үчүн наһайити зөрүрлүки тәкитләнгән. Нөвәттә, хитайниң парис вә орду тиллири хадимлириға болған еһтияҗиниң ешиватқанлиқи мәлум болмақта.

Орду тили кәспи шинҗаң педагогика университетида тәсис қилинған болуп, әмма юқириқи бу икки тил кәспигә асаслиқи қайси милләттин көпрәк оқуғучи қобул қилинидиғанлиқи намәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.