Америка қәләмкәшләр җәмийити хитай һөкүмитиниң пикир әркинликини еғир дәриҗидә чәкләватқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз ирадә
2018.03.14

Сәйшәнбә күни “америка қәләмкәшләр җәмийити” хитайдики пикир вә ахбарат әркинлики һәққидә бир парчә доклат елан қилди вә хитайдики пикир вә ахбарат әркинликигә қаритилған бесимниң ши җинпиң һакимийити дәвридә әң қаттиқ дәриҗигә йәткәнликини билдүрди.

Доклатта хитай һөкүмитиниң барлиқ юқири техника имканлири, йеңи қанун вә түзүмләрни ишқа селиш арқилиқ хитайдики өктичи пикирләрниң ипадә қилиниши, иҗтимаий өзгиришләргә болған чақириқларни йоқатқанлиқи, тор тәнқидчиликини җимиқтурғанлиқини билдүргән.

Бу доклат хитайдики тор қолланғучилири, язғучилар, паалийәтчиләр вә башқа кишиләр һәм шундақла хитайдики техника ширкәтлириниң хизмәтчилири билән уларниң исмини ашкарилимаслиқ шәрти асасида елип берилған зиярәтләр нәтиҗисидә тәйярланған.

“америка қәләмкәшләр җәмийити” доклатида хитай һөкүмитиниң “өсәк сөз тарқитишқа қарши туруш” дегән баһанә билән һәқиқәтләрниң ашкарилинишини тосуватқанлиқини билдүргән.

Юқириқи бу доклат елан қилинған охшаш бир күндә, йәни 13-март сәйшәнбә күни, уйғур аптоном районлуқ даириләр йәнә 11 кишини тордики паалийәтлири сәвәблик тутқун қилған. Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити интернет-учур башқуруш ишханиси тарқатқан уқтуруштин қариғанда, 7 нәпири уйғур, 1 нәпири қазақ вә үч нәпири хитай болған бу кишиләр торда “тәтүр тәшвиқат елип бериш, диний радикаллиқ вә террорлуқ материяллирини көрүш вә тарқитиш, милләтләр иттипақлиқиға зит тәшвиқатларни қилиш” дегәндәк җинайәтләр билән тутқун қилинған икән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди буниңға инкас қайтуруп, бундақ һәрикәтләрниң уйғурларниң наразилиқини йәниму улғайтип, район вәзийитини техиму илгирилигән һалда җиддийләштүрүветидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.