Уйғур елидики пластик материяллардин булғиниш еғирлашмақта икән
2014.02.01
Хәвәрләргә қариғанда, уйғур елидики пластик материяллардин булғиниш барғанчә еғирлишиватқан болуп, йәрлик һөкүмәт бу хил булғинишниң алдини елиш көрүшидә мәғлуп болушқа қарап йүзләнгән.
Тәйвәндин чиқидиған тор гезитидә хәвәр қилишичә, уйғур елидики бу хил булғинишни асаслиқи 1980 - йиллардин буян кеңийишкә башлиған пластик йопуқ йәни “суляв йопуқ” кәлтүрүп чиқарған.
Әслидә кевәз теришқа ишлитилип, “ақ рәңлик инқилаб” дәп аталған бу хил йопуқлар нөвәттә уйғур елидә “ақ апәт” кә айлинишқа башлиған.
Бу тәкшүрүшни уйғур елдики йеза игилик академийиси елип барған. Тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, уйғур елдики һәр 6 мо терилғу йәргә 17 килограм пластик йопуқ ишлитилгән болуп, бу хитайдики оттуричә нормидин төт, бәш һәссә ешип кәткән.
Бу хил булғиниш уйғур елиниң җәнубидики вилайәтләрдә униңдинму еғир болуп, бәзи җайларда һәр бир 6 мо йәргә 40 килограм пластик йопуқ ишлигән әһвалларму болған.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, академийидики тәтқиқатчи доң шингуаң бу хил булғиниш ишләпчиқиришқа әкс тәсир көрситипла қалмай, тупрақ вә йәр асти сүйиниму булғап, адәм саламәтликкә еғир тәһдит шәкилләндүридиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, йәрлик һөкүмәт уйғур елдики бу хил булғинишни кемәйтиш үчүн 38 милярд йүән сәрп қилип “тупрақ тазилаш қурулуши” елип барған болсиму, һечқанчә үнүм қазиналмиған.